Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Бу ялғанчилар некали­нишни вә бәзи йемәкликләрни истимал қилишни мәнъий қилиду. Һалбуки, бу йемәкликләрни Худа Өзигә ишәнгән һәм һәқиқәтни билидиғанларниң шүкүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:3
30 Referans Kwoze  

Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур. Уларниң һеч қайсиси чәкләнгән әмәс, уларни шүкүр ейтип қобул қилса болиду.


Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җори­сиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.


Бәзиләр мәлум бир күнни қәдирләп, буниң билән Рәббимизгә болған һөрмитини ипадиләйду. Бәзиләр, йәни һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиғанларму шу йегән йемәкликлири арқилиқ өзиниң Рәббимизгә болған һөрмитини ипадиләйду. Чүнки улар Худа бәргән рисқи үчүн шүкүр ейтиду. Гөш йемәйдиғанларму Худа бәргән рисқи үчүн Худаға шүкүр ейтиду.


Шуниң үчүн йемәк-ичмәк җәһәттә вә һейт-айәм, йеңи ай мәйрәмлири яки дәм елиш күнлирини өткүзүш яки өткүзмәслик җәһәттә һеч кимниң силәрни әйипләйдиған һоқуқи йоқ.


Әмәлиятта һәр қандақ бир йемәкликни йейиш яки йемәслик билән өзимизни Худаға йеқинлаштурғили болмайду. Уни йесәк, Худаға йеқинлишип қалмаймиз, йемисәкму Худадин жирақлишип кәтмәймиз.


Бурун силәргә озуқлуқ үчүн көктатларни бәргинимдәк, әнди силәргә һәммә һайванатларниму беримән.


Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйса­ниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Лекин өйләнсәңму гуна қилған болмайсән. Бойиға йәткән қизларму әргә тәгсә, гуна қилған болмайду. Бирақ некалиқ болған­ларниң күндилик турмушта хилму-хил қийинчилиқлири болиду. Мән силәрниң бу қийинчилиқлардин сақлинишиңларни халаймән.


Һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиғанлар гөш йемәйдиғанларни камсит­мисун һәм гөш йемәйдиғанларму һәр қандақ йемәкликләрни йәйди­ған­лар үстидин һөкүм қилмисун. Чүнки Худа уларни қобул қилған.


Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.


Худа пүткүл инсанларниң қутқузулушини вә уларниң һәқиқәтни тонушини халайду.


«Тамақ қосақ үчүн, қосақ тамақ үчүн» дегәнлик тоғра. Лекин бәзиләр худди шуниңдәк, җинсий әхлақсизлиқму тән үчүндур, дәп қарайду. Бундақ қараш тоғра әмәс. Қосақ вә тамақ пәқәт бу дуниядила болуп, Худа һәр иккилисини йоқитиду. Тенимиз болса, у дуниядиму болиду. Билишиңлар керәкки, тенимиз у җинсий әхлақсизлиқ үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз үчүндур. Рәббимиз болса тенимизниң еһтияҗини тәминләйду.


Чүнки Худаниң Падишалиғида йемәк-ичмәк қаидилиригә риайә қилип яшаш әмәс, бәлки һәққаний­лиқ, инақлиқ вә Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә яшаш муһимдур.


Андин йәттә нан билән белиқларни қолиға алди вә Худаға шүкүр ейтип, уларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти.


У халайиқни чимлиқниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти.


Павлус бу сөзни қилип болуп, қолиға бир парчә нанни елип, көпчи­ликниң алдида Худаға шүкүр ейтип, нанни уштуп йеди.


Бир нәччә кемә Тиберийә шәһири­дин һәзрити Әйса дуа қилип, халайиққа нан тарқитип бәргән йәргә йеқин келип тохтиди.


Улар тамақ­қа олтарғанда, һәзрити Әйса нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти, андин нанни уштуп уларға сунди.


инсанни напак қилидиғини ағзидин киридиғини әмәс, бәлки ағзидин чиқидиғинидур, — деди.


Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғул­линишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучи­ларда һәр қандақ питнә-иғва тарқи­тиш пурсити болмайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite