Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Бундақ тәлимләр виждани йоқап кәткән ялғанчи сахтипәз­ләр тәрипидин дунияға тарқилиду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:2
18 Referans Kwoze  

Улар һар-номусни унтуп, шәһванийлиққа берилип, ачкөзлүк билән һәр хил напаклиқларни қилиду.


Бундақ кишиләр Рәббимиз Әйса Мәсиһкә әмәс, бәлки өз нәпси үчүн хизмәт қилиду. Улар силиқ-сипайә гәпләр вә хошамәтчилик қилиш билән саддә адәмләрниң каллисини қаймуқ­туриду.


силәрниң араңлар­динму бәзиләр мәсиһийләрни өзлиригә әгәштү­рүш үчүн хата тәлим тарқитиду.


Булар карамәтләр көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүтүн дуниядики падишаларни һәммигә қадир Худаниң улуқ күнидики җәңгә топлашқа кетивататти.


Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худа­ниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.


Улар Худани билишни рәт қилғанлиғи үчүн, Худа уларни яман нийәтлиригә қоюп бәрди. Буниң билән улар қилмаслиғи керәк болған ишларни қилишқа киришти.


Чүнки сахта мәсиһләр, сахта пәйғәмбәрләр мәйданға келиду. Әгәр мүмкин болсиди, улар һәтта Худа таллиғанларниму чоң мөҗүзиләр вә карамәтләр билән аздурған болатти.


— Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи жирт­қуч чил бөридәк сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар.


Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлимат­ларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite