Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

15 Шуниң үчүн бу ишларни җан-дилиң билән қил. Өзәңни уларға шундақ беғишлиғинки, һәммә киши сениң алға басқанлиғиңни көрсун.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:15
26 Referans Kwoze  

Худди шуниңдәк, силәрниң нуруңлар инсанлар алдида шундақ чақнисунки, улар силәрниң қилған яхши әмәллириңларни көрүп, асмандики Атаңларға мәдһийиләр ейтсун.


Биз болсақ өзимизни дуа қилиш вә Хуш Хәвәр һәққидә тәлим беришкә беғишлайли.


Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.


Бу несиһәтләрни қериндашлириңниң ядиға салсаң, Әйса Мәсиһ­ниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла сениң өзәң әгәшкән ишәнч тоғрисидики һәқиқәт вә тоғра тәлимләр билән озуқланған­лиғиң аян болиду.


Бу һәқиқәтән бизниң улардин күткинимиз­дин көп ешип кәтти. Улар алди билән өзлирини Рәббимизгә атиди, андин Худаниң ирадиси бойичә бизгә атиди.


Юнан өлкисидики әң дәсләптә ишәнгән Истипанас вә униң аилиси­ди­ки­ләрниң өзлирини мәсиһийләрниң хизмитигә чин дили билән атиғанлиғини билисиләр. Қериндашлар, силәрдин өтүнимәнки, бундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә Рәббимизгә хизмәт қиливатқанларниң сөзлиригә кириңлар.


Чүнки Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирил­дүргән Худаниң бизниму Униңға охшаш тирилдүридиғанлиғини вә силәр билән биллә Өз һозуриға кәлтүридиғанлиғини билимиз.


Муқәддәс Роһ саңа ата қилған қабилийәткә бепәрвалиқ қилма. Бу қабилийәт Худаниң пәйғәмбәрлик сөзи вә җамаәт йетәкчилириниң қоллириниң учаңға қоюлиши арқилиқ саңа берилгән.


Өзәңгә вә бәргән тәлимиң­гә диққәт қил һәм уни изчил давамлаштур. Чүнки шундақ қилсаң, өзәңму вә саңа қулақ салғанларму қутқузулиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite