Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 Муқәддәс Роһ саңа ата қилған қабилийәткә бепәрвалиқ қилма. Бу қабилийәт Худаниң пәйғәмбәрлик сөзи вә җамаәт йетәкчилириниң қоллириниң учаңға қоюлиши арқилиқ саңа берилгән.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:14
18 Referans Kwoze  

Шуниң үчүн мән шуни ядиңға салайки, қоллиримни учаңға қойған чағда Худа саңа бәргән қабилийәтни толуқ ишләткәйсән.


Әй оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған пәйғәмбәрлик сөзләргә асасән бу буйруқларни саңа тапшуримән. Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни қурал қилсаң, Рәббимиз үчүн улуқ күрәшләрни қилалайсән.


уларни әлчиләрниң алдиға елип чиқти. Әлчи­ләр уларни бу хизмәткә тайинлаш үчүн қоллирини уларниң учисиға тәккүзүп туруп дуа қилишти.


Бирәвниң учисиға қолуңни қоюп, уни йетәкчилик вәзиписигә тайинлашқа алдирап кәтмә, болмиса униң гуналириға шерик болуп қелишиң мүмкин. Өзәңни пак тутқин.


Муқәддәс Роһниң қәлбиңлардики отини өчәрмәңлар.


Шуниң билән улар йәнә азирақ вақит роза тутуп, дуа қилғандин кейин, Барнаба билән Саулни хизмәткә аҗритиш үчүн, уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп уларни узитип қойди.


Петрус билән Юһанна уларниң учисиға қолини тәккүзүп туруп дуа қилғандин кейин, Муқәддәс Роһ уларға чүшти.


Павлус қолини уларға тәккүзүп туруп дуа қиливатқанда, уларниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти. Буниң билән улар өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишти һәм Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни йәткүзүшкә башлиди.


Улар бу қарарни әмәлгә ашуруп, топлиған сәдиқә пуллирини Барнаба вә Саул арқилиқ Йәһудийәдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиригә йәткүзүп бәрди.


Бу тоғрилиқ баш роһаний вә пүткүл алий кеңәшмә мениң сөзлиримниң растлиғини испатлап берәләйду. Мән улардин Дәмәшқтики йәһудий башлиқларға йезилған хәтләрни елип, у йәрдики һәзрити Әйсаға ишинидиғанларни җазалаш үчүн, Йерусалимға кишәнләп елип келиш нийитидә йолға чиққан едим.


Шуниң үчүн бу ишларни җан-дилиң билән қил. Өзәңни уларға шундақ беғишлиғинки, һәммә киши сениң алға басқанлиғиңни көрсун.


Мәсиһийләр җамаитини яхши башқуридиған йетәкчиләр, болупму Худаниң сөзини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүр­гән кишиләр чоқум чоңқур һөрмәткә сазавәр болуши вә униңға лайиқ һәқ елиши керәк.


Икки яки үч гувачи болмиғичә җамаәтниң йетәкчиси үстидин қилинған әризини қобул қилма.


Ишәнч йолида улуқ күрәшләрни қил. Худа ата қилған мәңгүлүк һаятни қәдирлә. Сән буниң үчүн чақирилдиң һәм нурғунлиған гувачилар алдида бу мәңгүлүк һаятни аллибурун очуқ етирап қилдиң.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite