7 У җамаәтниң сиртидиму һөрмәткә сазавәр болуши керәк. Шундақ болғанда, башқилар уни әйипләлмәйду вә шәйтанму уни алдам халтисиға чүширәлмәйду.
Яман атаққа қалмаслиқ үчүн, пәқәт Рәббимизниң нәзәридә әмәс, инсанларниң нәзәридиму тоғра дәп қаралған ишларни қилишқа диққәт қилип келиватимиз.
Буниң билән улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилип арзусиға йәтмәкчи болған шәйтанниң торидин қутулалайду.
Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параситиңларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.
Бай болушнила ойлайдиғанлар болса, һаман аздурулуп кетиду, улар инсанларни қурутуп һалак қилидиған нурғун зиянлиқ һәм әхмиқанә һәвәсләрниң ториға чүшүп кетиду.
Мана шундақ қилсаңлар, ишәнчиңлар җамаәтниң сиртидики кишиләр алдида иззәт-һөрмәткә егә болуп яшалайсиләр вә ихтисат җәһәттә һеч кимгә беқинмайсиләр.
Башқиларниң ишәнчигә тосалғу болидиған ишларни қилип, әлчилик хизмитимизгә дағ кәлтүрмәйватимиз.
Башқиларни, мәйли улар йәһудийлар, йәһудий әмәсләр яки Худаға мәнсүп җамаәттики мәсиһийләр болсун, гунаға башлайдиған ишни қилмаңлар.
Шуниң үчүн, қериндашлар, араңлардики һөрмәткә сазавәр болған, Муқәддәс Роһқа чөмгән дана кишидин йәттини таллаңлар. Бу ишларни шулар башқурсун.
һәм башқилар камчилиқ тапалмайдиған тоғра сөзләр билән тәлим бәргин. Буниң билән бизгә қарши чиққучилар яман гепимизни қилишқа сәвәп тапалмай уялсун.
өзини тутувелиш, пак болуш, өй ишлириға маһир болуш, меһриван болуш вә әрлиригә бойсунуш қатарлиқларни үгитәләйдиған болсун. Яш аяллар шундақ яшиса, Худаниң сөзи қариланмайду.
Һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар.
Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиларда һәр қандақ питнә-иғва тарқитиш пурсити болмайду.
Чүнки мәсиһийләр җамаитиниң әзаси әмәсләрни сорақ қилишқа бизниң немә һоқуқумиз бар? Уларни Худа Өзи сорақ қилиду. Лекин мәсиһийләр җамаитиниң әзалирини сорақ қилишқа бизниң һоқуқумиз бар. Шуңа Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Яманлиқ қилғучини араңлардин қоғлап чиқириңлар».
У йәрдә Һанания исимлиқ бир киши бар еди. У Худаға садақәтмән, Тәврат қанунимизға қаттиқ әмәл қилидиған киши болуп, Дәмәшқтики пүтүн йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр еди.
— Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар.
Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.
Демитргә кәлсәк, һәммиси уни яхши адәм дәп махтимақта. Буни униң һәқиқәт йолида қандақ маңғанлиғидинму билгили болиду. Бизму униңға гувалиқ беримиз һәм гувалиғимизниң растлиғини сәнму билисән.
Җамаәт йетәкчиси йеңи мәсиһийләрдин болмаслиғи керәк. Әгәр ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин. Буниң билән уму шәйтанға охшаш тәкәббурлашқанлиғи үчүн Худаниң сориғиға учрайду.