4 өз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, пәрзәнтлирини вә ата-анисиға һөрмәт билән бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк.
Йетәкчиликкә тайинлинидиған киши әйипсиз, бир аяллиқ, пәрзәнтлири болса Худаға ишинидиған, кәйп-сападин нери болған һәм ата-анисиға бойсунидиған кишиләрдин болуши керәк.
Хизмәтчиләр өз аялиға садиқ, өз пәрзәнтлири вә өз аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун.
Мән уни өз балилири вә әвлатлириға Мениң йолумни тутушни, дурус вә һәққаний болушни буйрисун, дәп таллидим. Шундақ қилса, Мәнму униңға бәргән вәдәм бойичә һәммә ишни қилип беримән».
Йеши чоң әрләрни өзини тутувалған, есил пәзиләтлик, еғир бесиқлиқ, ишәнчидә сап, меһир-муһәббити билән сәвир-тақити толуп ташқан болушқа чақирғин.
У Худани қәдирләйдиған адәм болуп, өзи вә өйдикилириниң һәммиси Худаға ибадәт қилатти. У гәрчә йәһудийларниң хуши йоқ римлиқлардин болсиму, мәртлик билән намрат йәһудийларға пул берәтти вә дайим Худаға дуа қилатти.
Өзәңму һәр қандақ ишта яхши әмәлиятиң билән уларға үлгә бол. Пак нийәт, еғир бесиқлиқ
Қериндашлирим, сөзүмниң ахирида шуни ейтимәнки, һәқиқий, махташқа әрзийдиған, адил, пак, гөзәл, шәрәплик, әхлақ-пәзиләтлик вә мәдһийиләшкә сазавәр һәр қандақ ишларға көңүл қоюңлар.
Худди мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһкә бойсунғинидәк, аялларму һәр қандақ ишта өз әрлиригә бойсунсун.