Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Мән йәһудий әмәсләргә бу ишларни йәткүзүш үчүн җакалиғучи вә әлчи болуп тайинлинип, уларға ишәнч вә һәқиқәтни үгитишкә әвәтилдим. Мениң бу сөзлирим­ниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:7
27 Referans Kwoze  

Рәббимиз Әйса униңға: — Баривәр, Мән бу адәмни йәһудий әмәсләргә вә уларниң падиша­лириға һәм исраилларға Мени тонуштуруш үчүн Өзәм таллидим.


Мән бу Хуш Хәвәрниң җакалиғучиси вә әлчиси, шундақла у тоғрисида тәлим бәргүчиси болуп тайинланған.


Мән Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғим үчүн, һәқиқәтни сөзләй­мән, ялған сөзлимәймән. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болған вижданимму буниңға испат болалайду.


Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүш хизмитидә йәһудий әмәсләр үчүн худди роһанийдәк Әйса Мәсиһниң хизмәткари болдум. Буниңдики мәхсәт, йәһудий әмәсләрниң Муқәддәс Роһ арқилиқ паклинип, худди Худани хурсән қилидиған қурванлиқтәк Худа тәрипидин қобул қилиниши үчүндур.


Җамаәт­ниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлиши­диғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудий­лар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.


Худа гува болсунки, силәргә йезиватқанлирим ялған әмәс.


У мениң Өз Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзүшүм үчүн, Әйса Мәсиһни маңа ашкарилашни халиди. Худа Уни маңа ашкарилиған чағда, мән бу иш тоғрилиқ һеч қандақ киши билән мәслиһәтләшмидим


Әнди йәһудий әмәс болған силәргә шуни ейтайки, силәргә әлчи болғанлиғим үчүн, бу вәзипәмни улуқ һесаплаймән.


Худа қедимки заманларда яшиған кишиләрниму аяп қоймиди. Улар гунаға берилгән болғачқа, Худа дунияни кәлкүн билән ғәриқ қилип, уларни җазалиди. Худа пәқәт шу замандики кишиләрни һәққанийлиқ йолиға меңишқа дәвәт қилған Нуһ пәйғәмбәр вә униң аилисидики йәттә кишини сақлап қалди.


Шуниң үчүн Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләр Худаға ишәнгән Ибраһимға охшаш бәхит тапиду.


Рәббимиз Әйсаниң Атиси, мәңгү мәдһийиләшкә әрзийдиған Худаға аянки, ялған ейтмидим.


Лекин Униңға ишәнмигәнләр Униңға қандақму илтиҗа қилсун? У тоғрилиқ аңлимиғанлар Униң­ға қандақму ишәнсун? У тоғрисида хәвәр йәткүзгүчиләр болмиса, кишиләр қандақму аңлалисун?


Алди билән Дәмәшқ хәлқигә, Йерусалим шәһиридики йәһудийларға, пүтүн Йәһудийә өлкисидики кишиләргә, андин йәһудий әмәсләргиму Хуш Хәвәрни йәткүздүм. Уларға «Яман йоллириңлардин йенип, Худа йолиға қайтиңлар! «Товва қилдуқ» десәңлар, уни сөз билән әмәс, яхши әмәлиятиңлар билән испатлаңлар», дәп уларниму товва қилишқа дәвәт қилдим.


Бирақ Рәббим Әйса маңа йәнә: «Йерусалимдин чиқип кәт. Сени жирақ җайларға, йәһудий әмәсләрниң арисиға әвәтимән», деди.


Улар Антакяға қайтип келип, мәсиһийләрни бир йәргә җәм қилип, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қандақ ишларни қилған­лиғини вә Худаниң йәһудий әмәсләргә қандақ йол ечип, уларниму ишәнчи арқилиқ қутқузғанлиғини сөзләп бәрди.


Буниң билән йәһудий ақсақаллири бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә кетәр? Чәт әлдә туруватқан йәһудий мусапирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмди­ғанду?


Лекин биз инсанларниң Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинидиғанлиғини билимиз. Шу сәвәптин биз йәһудийларму Әйса Мәсиһкә ишәндуқ. Һеч ким Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиналмайду.


Мән чин қәлбим билән хизмәт қилип келиватқан Худа мениң Өз Оғли тоғрисидики Хуш Хәвәрни йәткүзүш йолида силәрни дуалирим­да дайим әсләп туруватқанлиғимға гувадур. Худаниң ирадиси билән силәрниң йениңларға беришим үчүн, ахир бир пурсәтниң болушини Униңдин тиләймән.


Мән башқиларниң мениң үстүмдин уни қил, буни қил дейиши­дин әркин әмәсму? Мән Худаниң әлчиси әмәсму? Мән Рәббимиз Әйсани өз көзүм билән көргән әмәсму? Силәрниң ишәнчиңлар мениң Рәббимиз үчүн қилған хизмитимниң нәтиҗиси әмәсму?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite