Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Инсанларниң гунадин азат болуши үчүн, Әйса Мәсиһ Өзини қурван қилип төләм төлиди. Худа буниңға дәл вақит-саатида гувалиқ бәрди.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:6
34 Referans Kwoze  

Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.


Есиңларда болсунки, Әйса Мәсиһ гуна қилип бақмиған болсиму, азап-оқубәт чекип, һәммимизни Худа билән яраштуруш мәхситидә биз гунакарларниң орнида өлди. Униң бирла қетимлиқ қурванлиқ қилиниши билән барлиқ гуналиримиз жуюлди. Униң тени өлгән болсиму, лекин Униң Роһи тирилдүрүлди.


Лекин Худа Өзи бәлгүлигән вақит йетип кәлгәндә, Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аялдин туғулған болуп, Тәврат қануниға бойсунуп яшиди.


садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, дуния падишалириниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ болғай. У бизни сөйди, Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилди,


Һәқиқий меһир-муһәббәт бизниң Худаға көрсәткән меһир-муһәббитимиз әмәс, бәлки Худаниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббитидур. Чүнки У бизниң гуналиримизниң кәчүрүм қилиниши үчүн Өз Оғлини қурван болушқа әвәтти.


Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.


Бу мән силәргә йәткүзгән Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрниң һәқиқий екәнлигини испатлайду.


Мәдһийиләшкә муна­сип болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби, бирдин-бир мәңгү өлмәс, адәм йеқинлишалмай­диған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған Худа вақит-саати кәлгәндә, Әйса Мәсиһни қайта әвәтиду. Барлиқ һөр­мәт вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!


Әйса Мәсиһ бизгә меһир-муһәббәт көрситип, биз үчүн Өзини пида қилғандәк, силәрму һаятиңларда бир-бириңларға шундақ меһир-муһәббәт көрситиңлар. Униң биз үчүн Өз җенини пида қилиши худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурванлиққа охшаш Худани хурсән қилди.


У бизниң гунаниң илкидә яшимаслиғимиз, бәлки һәққанийлиқ йолида меңишимиз үчүн, гуналиримизни Өз зиммисигә елип чапрас яғачқа миқлинип қурван болди. Силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар.


Худа бәлгүләнгән вақитта бу мәңгүлүк һаят тоғрисидики Хуш Хәвәрни ашкарилиди. Қутқаз­ғучимиз Худа Өз әмри билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзипи­сини маңа тапшурди.


Худа бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинишимиз үчүн, гунасиз Мәсиһни гунайимизниң қурвани қилди.


Биз гунадин қутулушқа амалсиз қалғанда, Әйса Мәсиһ биз гунакар­лар үчүн Худа бәлгүлигән вақитта Өзини пида қилди.


Асмандин чүшкән «һаятлиқ беридиған нан» Өзәмдур­мән. Кимду-ким бу «нандин» йесә, мәңгү яшайду. Бу «нан» Мениң тенимдур. Мән дуниядики инсанлар һәқиқий һаятқа егә болсун, дәп уни атимақчи.


Чүнки Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.


Улар йеңи бир қошақ ейтишти: «Орам язмини елишқа Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән. Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр хәлиқтин болған инсанларни Өз қениң төләми билән Худаға мәнсүп қилдиң.


У бу әң муқәддәс җайға өшкә яки мозайларниң қурванлиқ қенини әмәс, бәлки Өзиниң қурванлиқ қенини төкүш арқилиқ бирла қетим кирди. Мошундақ қилип, у инсанларниң гуналирини жуюп, инсанларни мәңгүгә азат қилди.


Шуңа Рәббимиз һәққидә Хуш Хәвәр йәткүзүштин вә Униң үчүн хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мәндин номус қилма. Әксичә Худа саңа ата қилған күч-қудрәткә тайинип, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә азап-оқубәт чекишкә тәйяр тур.


У вақитта Рәббимиз Өзиниң муқәддәс хәлқи тәрипидин улуқлиниду вә мәдһийилиниду. Шундақла силәрму биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Рәббимизни мәдһийилигәнләр арисида болисиләр.


Әнди бу сир Худаниң әмри бойичә вә бурунқи Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғинидәк ашкариланди һәм йәһудий әмәсләрниң Әйса Мәсиһкә ишинип, Униңға бойсу­нуши үчүн уларға йәткүзүлмәктә.


Мән шундақ дуа қилимәнки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худа Атиси, йәни шану-шәвкәтлик Худа Атимиз Муқәддәс Роһ арқилиқ силәргә даналиқ вә чоңқур чүшәнчә ата қилип, Өзини техиму тонутқай!


Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени гуналиримиз төләмигә төкүлгәчкә, биз гунаниң қуллуғидин әркин болдуқ. Гуналиримиз кәчүрүм қилинди. Бу Худаниң бизгә көрсәткән чоңқур меһир-шәпқити арқилиқ болди.


Илгири Худа бу сирни инсанларға аян қилмиған еди, амма һазир болса, бу сирни Муқәддәс Роһ арқилиқ Өзи таллиған әлчиләргә вә пәйғәмбәрләргә аян қилди.


«Вақит-саат йетип кәлди. Худаниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! Шуңа товва қилиңлар, Хуш Хәвәргә ишиниңлар!» дәп Худаниң Хуш Хәвирини җакалашқа башлиди.


Әйса Мәсиһ Худа Атимизниң ирадиси бойичә гуналиримиз үчүн Өзини пида қилип, бизни бу яман дуниядин қутқузди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite