Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишни өтүни­мән. Бундақ болғанда, биз аман-есән һаят кәчүрәләймиз. Шундақла һаятимиз Худаға болған садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:2
22 Referans Kwoze  

Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар.


Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду.


Имканийәтниң баричә көпчилик билән инақ өтүңлар.


Қериндашлирим, сөзүмниң ахирида шуни ейтимәнки, һәқиқий, махташқа әрзийдиған, адил, пак, гөзәл, шәрәплик, әхлақ-пәзиләтлик вә мәдһийиләшкә сазавәр һәр қандақ ишларға көңүл қоюңлар.


Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән.


— Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар.


Шу чағларда Йерусалимда Шимон исимлиқ бир киши өткән болуп, Худаға садақәтмән, бу дурус адәм Худаниң исраилларға тәсәл­ла беридиған Қутқазғучини әвәтишини интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униңға яр еди.


Улар иккилиси Худаниң нәзәридә дурус кишиләрдин болуп, Худаниң пүтүн әмир-пәрманли­риға қаттиқ әмәл қилатти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite