Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Мәсиһийләр җәм болуп тәлим алғанда аяллар тинич олтирип, бойсунуп, тәлим алсун.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:11
10 Referans Kwoze  

Лекин шуниму билишиңларни үмүт қилимәнки, һәммә әрниң беши Әйса Мәсиһтур. Аялниң беши әр, Әйса Мәсиһниң беши болса Худадур.


Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қил­саң­лар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзи­литидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худа­ға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду.


өзини тутувелиш, пак болуш, өй ишлириға маһир болуш, меһриван болуш вә әрлиригә бойсунуш қатар­лиқ­ларни үгитәләйдиған болсун. Яш аяллар шундақ яшиса, Худаниң сөзи қариланмайду.


Әй аяллар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, шуниңға муна­сип һалда әрлириңларға бойсунуңлар.


Кейин Пәрвәрдигар Худа аялға: — Һамилдарлиғиңниң азавини һәссиләп ашуримән. Туғутуңниң толғиғиниму көп қилимән. Шундақтиму ериңгә күчлүк иштияқ бағлайсән, у сени башқуриду, — деди.


Падиша әмри чоң империялириниң һәммә җайлириға җакаланғандин кейин, һәммә аяллар өз әрлириниң мәртивисиниң бар-йоқлуғидин қәтъий нәзәр, уларни һөрмәт қилидиған болиду, — деди.


бәлки яхши әмәлияти билән пәдәзлишини үмүт қилимән. Бу Худа йолида маңимән дәйдиған аялларға яришиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite