Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Алди билән сәндин вә барлиқ мәсиһийләрдин пүткүл инсан үчүн Худадин тиләкләр тиләшни, Худаға дуа-тилавәт қилишни, башқи­лар үчүн мураҗиәт қилишни вә Худаға шүкүрләр ейтишни,

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:1
26 Referans Kwoze  

Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Шуңа шипалиқ тепиш үчүн өткүзгән гуналириңларни өз ара иқрар қилиңлар вә бир-бириңлар үчүн дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә үнүмгә егидур.


Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһ­ниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Рәббимизниң хизмәткари җедәл­хор болмаслиғи, әксичә һәммигә меһриван вә тәлим беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк.


Худа пүткүл инсанларниң қутқузулушини вә уларниң һәқиқәтни тонушини халайду.


Мән силәрни һәр қетим әслигинимдә, Худаға шүкүр ейтимән.


Пүтүн үмүтүңларниң әмәлгә ешиши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларни арзу қилимиз.


Мәсиһийләр һеч кимгә төһмәт қилмисун, җедәлхор болмисун, әксичә хуш пеил болсун. Һәр қандақ киши билән муамилә қилғанда һәқиқий кәмтарли­ғини көрсәтсун.


Сәвәви Худаниң барлиқ инсанларни қутқузидиған меһир-шәпқити аян болди.


Ери өлүп кәткән егә-җақисиз тул аяллар үмүтини Худаға бағлиған болуп, улар кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду.


Мән қобул қилған әң муһим тәлимни силәргә йәткүздүм. Бу тәлим шуки, Муқәддәс Язмиларда алдин-ала йезилғинидәк, Әйса Мәсиһ гуналиримизниң кәчүрүлүши үчүн қурван болди. У дәпнә қилинип, үчинчи күни болғанда өлүмдин тирилип,


Бурунқи заманларда Худа: «Бутқа ишинидиғанлар һазирчә Мениң йоллиримни билмәйду», дәп уларниң һәрикәтлирини көрмәскә салди. Лекин бүгүнки күндә У пүтүн инсанларни гуналириға товва қилип, Өзиниң йолиға қайтишқа буйрумақта!


Рәббимиз силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздәк толуп таштурғай.


Худаға шүкүр! Гәрчә силәр бурун гунаниң қули бол­ған болсаңларму, лекин һазир гунаниң күчидин әркин қилинип, һәққаний­лиқниң қуллири болдуңлар. Чүнки Худа силәргә бәргән тәлимгә чин дилиңлардин бойсундуңлар.


Алди билән Әйса Мәсиһ арқилиқ һәммиңлар үчүн Худаға шүкүр ейтимән, чүнки ишәнчиңлар дунияниң һәммила йеридә сөзләнмәктә.


Титус хелә бурун силәрниң бу мәртләрчә сәдиқә қилишни башлишиңларға ярдәм қилған екән, униңдин бу ишниң ахирини чиқиришиңларға ярдәм беришни өтүндуқ.


Шуңа мениң силәр үчүн тартқан азап-оқубәтлиримдин роһсизлинип кәтмәй, әксичә буниңдин пәхирлинишиңларни өтүнимән.


Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.


Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар. Әксичә һәр қандақ тәливиңлар болса, дуа-тилавәт арқилиқ Худадин тиләңлар вә шүкүр ейтиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite