8 Бизгә мәлумки, әгәр кишиләр Тәврат қанунини тоғра қолланса, у пайдилиқтур.
Әгәр мән яман ишларни қилишни халимай туруп, йәнила уларни қилған болсам, у чағда вижданим Тәврат қануниниң яхши екәнлигини етирап қилған болиду.
Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғалибигә еришәлмәйду.
Ундақта, Тәврат қануни Худаниң вәдисигә зитму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Әгәр бу қанун инсанларни һаятлиққа ериштүрәләйдиған болса, у чағда инсанлар қанунға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм болалатти.
Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләйсиләр.
Ичимдә, йәни гунакар тәбиитимдә яхшилиқниң йоқлуғини билимән, чүнки яхшилиқ қилиш нийитим бар болсиму, қабилийитим йоқ.
Худаниң қанунидин ич-ичимдин сөйүнимән.