Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Уларниң башқилар тәрипидин Тәврат қануниниң өлимаси дәп аталғуси бар. Бирақ улар өзлириниң немә дәватқанлиғини яки өзлириниң ишәнч билән ейтқан сөзлириниң немә екәнлигини чүшәнмәйду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:7
20 Referans Kwoze  

Гәрчә улар өзлирини әқиллиқ һесаплисиму, лекин әқилсиз болуп чиқти.


Лекин бу сахта тәлим бәргүчиләр өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә халиғанчә күпүрлүк қилиду. Бу кишиләр худди олинип боғузлиниш үчүн туғулған явайи һайванатлардәк әқилсиз келиду һәм бу явайи һайванатларға охшаш һалак қилиниду.


Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ


Худаниң силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиши вә араңларда мөҗүзиләр яритиши силәрниң Тәврат қануни­ға әмәл қилғанлиғиң­лардин әмәс, бәлки силәрниң Хуш Хәвәр­ни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгән­­лигиңлардиндур.


Бундақ аяллар һәр қандақ адәмниң тәлимлирини аңлайду вә һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.


Силәрдин шунила соримақчимәнки, Муқәддәс Роһ силәргә Тәврат қануниға әмәл қилғанлиғиңлар үчүн ата қилин­диму? Яқ, силәр Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинған.


Тәврат қануниниң илкидә яшашни халайдиған силәрдин шуни сорап бақай, силәр Тәвратта немә дейилгәнлигини билмәмсиләр?


Уларға писәң қилмаңлар; улар қарғуларға йол башлайдиған қарғулардур. Әгәр қарғу қарғуни йетәклисә, һәр иккиси ориға чүшүп кетиду.


Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.


Буниң билән улар һәзрити Әйсаға: — Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливат­қан­лиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға.


Үчинчи күни һәзрити Әйсани мәркизий ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлап, улардин соал сораватқанниң өзидә тапти.


Қериндашлирим, мәсиһийләр җамаитидә һәммиңларла тәлим бәргүчи болувалмаңлар! Силәргә мәлумки, Худа биз тәлим бәргү­чиләрни башқилардин техиму еғир сораққа тартиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite