Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Бизниң бундақ буйруқ қилишимиздин мәхсәт, пак қәлб, сап виждан вә чин ишәнчтин келип чиққан меһир-муһәббәтни башқиларға көрситишиңлар үчүндур.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:5
43 Referans Kwoze  

Ишәнчтә вә пак вижданиңда чиң тур. Бәзиләр пак вижданини бир яққа қайрип қойди. Нәтиҗидә уларниң ишәнчи худди хада ташқа урулған кемигә охшаш вәйран болди.


Һалбуки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшашниң беридиған мевилири меһир-муһәббәт, хошал-хорамлиқ, течлиқ-аманлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, садиқлиқ,


Шуңа яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзәңни тарт. Пак қәлб билән Рәббимизни чақирған башқа кишиләр билән биллә һәққанийлиқ, ишәнч, меһир-муһәббәт вә инақлиқни издә.


Сениң сәмимий ишәнчиң есимдин чиқмайду. Әң авал момаң Лоидә вә анаң Әвникидә бар болған ишәнчниң әнди сәндиму бар екәнлигигә чоңқур ишинимән.


Мән худди әҗдатлиримға охшаш Худаға пак вижданим билән хизмәт қиливатимән. Мән сән үчүн Худаға шүкүр ейтимән. Мәйли кечә яки күндүз болсун дуалиримда сени дайим әсләп туримән.


Бу бизниң һазирқи қутқузулғанлиғимизни билдүридиған суға чөмүл­дүрүшимизниң алдин-ала берилгән бешарити болиду. Чөмүл­дүрү­лүшимиз бәдинимизниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки өзимизни Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ пак виждан билән Худаға беғишлишимиздур.


Буни мулайимлиқ вә һөрмәт билән ейтиңлар. Вижданиңларни сап тутуңлардә, силәргә төһмәт қилғучилар силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлардин йетилгән пәзилитиңларни көрүп, өзлири қилған бу төһмәтлиридин хиҗил болсун.


Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.


садақәтмәнлигиңларға қериндашларни сөйүшни, қериндашларни сөйүшүңларға башқиларға меһир-муһәббәт көрситишни қошушқа тиришиңлар.


Һалбуки, Әйса Мәсиһ Тәврат қануниниң мәхситини әмәлгә ашурди. Нәтиҗидә Униңға ишәнгән һәммә адәм Худа алдида һәққаний адәм дәп җака­линиду.


Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә һалалдур. Лекин напак кишиләр вә ишәнмәйдиғанлар үчүн һеч қандақ нәрсә һалал әмәстур. Уларниң ой-пикирлириму, вижданиму булғинип кәткән.


пак виждани билән ишәнчниң чоңқур һәқиқитидә чиң туралайдиған кишиләрдин болуши лазим.


Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.


Һәммидин муһими, бир-бириңларға сәмимий меһир-муһәббәт көрситиңлар, чүнки меһир-муһәббәт нурғун гуналарни кәчүргүзүветиду.


Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, гунадин қол үзүңлар. Әй һәм Худани, һәм дунияни дост тутимиз дегүчиләр, қәлбиңларни пак қилиңлар.


Павлус алий кеңәшмә башлиқлириға тикилип туруп: — Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак вижда­ним билән яшап кәлдим, — деди.


Әйса Мәсиһкә бу үмүтни бағлиған һәр қандақ киши өзини пак тутиду, чүнки Әйса Мәсиһ пактур.


мустәһкәм ишәнч вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли. Чүнки диллиримиз Әйса Мәсиһниң қениниң сепилиши билән виждан азавидин халас болған вә бәдинимиз пакиз су билән жуюлғандәк пакланған.


Гәрчә мән йәр-йүзидики һәр қандақ тилда, һәтта периш­тәләрниң тиллирида сөзләлисәмму, лекин башқиларға меһир-муһәббитим болмиса, сөзлирим қулаққа хуш яқмайдиған дақа-думбақ яки йеқимсиз қоңғурақ авазидәк болуп қалиду.


Әгәр силәр йемәклигиңлар сәвәвидин ишәнчи аҗиз болған қерин­дишиңларни өз виждани көтәрмәйдиған ишларға дәвәт қилсаңлар, меһир-муһәббәт йолида маңмиған болисиләр. Силәр бу қеринди­шиңларни йемәклик сәвәвидин набут қилмаңлар, чүнки Әйса Мәсиһ униң үчүнму Өз җенини пида қилған.


Мән Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғим үчүн, һәқиқәтни сөзләй­мән, ялған сөзлимәймән. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болған вижданимму буниңға испат болалайду.


Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән.


Худа уларни биз билән тәң көрди. Уларниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчи арқилиқ Худа уларниң қәлбилирини пак қилди.


Яхши адәм қәлбидики яхшилиғидин яхшилиқ чиқириду. Яман адәм қәлбидики яманлиғидин яманлиқ чиқириду.


Қәлби пак болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар Худани көриду.


Худаниң әмри шуки, Униң Оғли Әйса Мәсиһкә ишинишимиз һәм Әйса Мәсиһниң бизгә буйруғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.


Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз.


Ундақта, Әйса Мәсиһниң қеничу? У вижданимизни өлүмгә елип баридиған қилмишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! У Худаниң мәңгүлүк Роһи арқилиқ Өзини кам-котисиз қурванлиқ сүпитидә бизниң гунали­римиз үчүн Худаға атидиғу!


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун. Яманлиқтин жиркиниң­лар, яхши ишларда чиң туруңлар.


Әй оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған пәйғәмбәрлик сөзләргә асасән бу буйруқларни саңа тапшуримән. Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни қурал қилсаң, Рәббимиз үчүн улуқ күрәшләрни қилалайсән.


Һәққаний йолни тутмайдиған яки қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған киши Худаниң пәрзәнди әмәстур. Худаниң пәрзәнтлири билән шәйтанниң пәрзәнтлири мана мошуниң билән пәриқлиниду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite