Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:3
24 Referans Kwoze  

Охшимай­диған тәлимләрни тәрғип қилған киши Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини, шундақла Униң бизни садақәтмәнликкә йетәкләй­диған тәлимини қобул қилмиған болиду.


Нурғун сахта тәлим бәргүчиләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди. Улар Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилмайду. Бундақлар дәл алдамчи вә Әйса Мәсиһниң дүшми­нидур.


Бу ишларни қериндашлириңға тапилиғин вә үгәткин.


Бу несиһәтләрни қериндашлириңниң ядиға салсаң, Әйса Мәсиһ­ниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла сениң өзәң әгәшкән ишәнч тоғрисидики һәқиқәт вә тоғра тәлимләр билән озуқланған­лиғиң аян болиду.


Лекин саңа бир наразилиғим бар, у болсиму өзини пәйғәмбәр дәп тонуштурған Изабел исимлиқ аялға йол қоюватисән. Бу аял хәлқимгә тәлим берип, уларни җинсий әхлақсизлиқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта.


Лекин саңа бир наразилиғим бар, бу болсиму араң­ларда Билъамниң тәлимигә әгәшкәнләр болмақта. Билъам Балақ дегән адәмгә исраилларни бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейиш вә җинсий әхлақсизлиқ қилишқа аздурушни үгәткән еди.


Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиқ­қа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрли­ниш­кә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун.


Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилти­­­зидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду.


Мәсиһийләрниң башқилар тәрипи­дин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн, сән җамаәткә бу ишлар тоғрисида тәрбийә бәргин.


Рәббимизгә болған ишәнчим камилки, пат арида өзәмму йениңларға баримән.


Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлимат­ларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.


Улар Әфәс шәһиригә барғандин кейин, Павлус Прискила вә Аквила биләнму хошлашти. У кетиштин бурун ибадәтханиға берип, йәһудийлар билән һәзрити Әйса һәққидә сөһбәтләшти.


Павлус у йәрдин кетиш вақтида уларға: — Худа буйриса, силәрниң йениңларға йәнә келимән, — деди, андин Әфәстин кемә билән йолға чиқти.


Чүнки Македонийә вә Юнан өлкилиридики мәсиһийләр җамаити сәдиқә топлап, Йерусалимдики мәсиһийләр арисидики йоқсулларға ярдәм беришни лайиқ тапти.


Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.


Чүнки силәрниң йениңларға берип, Әйса Мәсиһ тоғрисида мән йәткүзгәнгә охшимайдиған башқа бир тәлимни йәткүзгәнләргә очуқтин-очуқ йол қойдуңлар. Силәр қобул қилған Муқәддәс Роһтин башқа бир роһ вә силәр қобул қилған Хуш Хәвәрдин башқа бир хуш хәвәр тоғрисида ейтилғанларниму сиғдур­дуңлар.


Қиямәт күни униң Рәббимизниң рәһим-шәпқитигә еришишини тиләймән. Әфәс шәһиридә униң маңа қилған нурғун хизмитидин сениңму убдан хәвириң бар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite