Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нәқәдәр меһир-шәпқәтлик екәнлигини билисиләр. Гәрчә у бай болсиму, силәр үчүн намрат болди. Мәхсәт, Өзи намрат болуш арқилиқ силәрни роһий җәһәттин бай қилиш еди.
Мән Худа маңа ата қилған меһир-шәпқәт билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш арқилиқ бу имарәтниң һулини худди бир уста қурулушчидәк қойдум. Башқилар силәргә тәлим бериш арқилиқ бу һулниң үстигә имарәт селиватиду. Бирақ һәр ким бу имарәтниң тоғра селинишиға диққәт қилсун.