Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:13
25 Referans Kwoze  

Лекин Саул мәсиһийләр җамаитигә вәйранчилиқ селип, әр-аял мәсиһий­ләрни өйму-өй издәп тутуп, зинданға ташлашқа башлиди.


Бурун силәр Худаниң хәлқи әмәс едиңлар, лекин әнди Худаниң хәлқисиләр. Бурун силәр Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин әнди ериштиңлар.


Һанания унимай, мундақ җавап бәрди: — Әй Рәббим, нурғун кишиләрниң бу адәм һәққидә ейтқанлирини аңлидим. У Йерусалимда Саңа ишәнгүчиләргә интайин рәһимсиз­ләрчә зиянкәшлик қилған!


Шуңа жүригимиз тоқ һалда меһир-шәпқәтлик Худаниң тәхтигә йеқинлишайли. Буниң билән Худаниң рәһим-шәпқитигә еришип, еһтияҗлиқ вақтимизда ярдәмгә егә бола­лаймиз.


Қериндашлар, мән ишинимәнки, силәр вә башлиқлириңлар һәз­рити Әйсаға шунчә яманлиқ қилғанда, өзәңларниң немә қиливатқанли­ғиң­ларни билмәттиңлар.


Һәзрити Әйса: — Әй Ата, уларни кәчүрүм қилғин, чүнки улар өзиниң немә қиливат­қанлиғини билмәйду, — деди. Ләшкәрләр чәк ташлишип, һәзрити Әйсаниң кийим-кечәклирини бөлүшүвалди.


Лекин Әйса Мәсиһ маңа рәһим-шәпқәт қилди. Буниңдики мәхсәт, У Өзиниң мәндәк әң яман бир гунакарға чәксиз сәвир-тақәт көрситиши арқилиқ башқиларға үлгә қалдуруштур, йәни бу кейин Өзигә ишинип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға берилгән үлгидур.


Бу йолдики қизғинлиғим җәһәттин ейтқанда, мән илгири Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр Тәврат қанунини бекар қилмақчи дәп, уларға зиянкәшлик қилған адәм едим. Әгәр Тәврат қануниға әмәл қилиш һәққанийлиқ дәп қаралса, мән бу өлчәмгә әң лайиқ адәм болаттим.


Силәр мениң илгири йәһудий диниға етиқат қилған вақтимда қандақ һаят кәчүргәнлигимни аңлиған едиңлар. Мән у чағда Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилған вә уларни йоқитиветишкә тиришқан едим


Мән әлчиләрниң арисидики әң әрзимәс әлчимән һәм Худаниң җамаитигә зиянкәшлик қилғанлиғим үчүн, әлчи дәп атилишқиму лайиқ әмәсмән.


Хетиңлардики бойиға йәткән қизлар мәсилисигә кәлсәк, Рәбби­миз­дин улар тоғрисида бирәр әмир алмидим. Шундақтиму өз пикирли­римни оттуриға қоймақчимән. Рәббимиз маңа рәһим-шәпқәт көрсәт­кәнлиги үчүн, мениң сөзлирим ишәнчликтур.


Һәзрити Әйса йолида маңған­ларға зиянкәшлик қилип, уларниң өлүшигә сәвәпчи болдум. Һәзрити Әйсаға әгәшкәнләрни әр-аял демәй тутуп, зинданға ташлаттим.


— Әй Рәббим, Сән Кимсән? — дәп сориди у. — Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйса.


Шу чағларда Саул Рәббимиз Әйсаға ишәнгүчиләргә давамлиқ өлүм җазаси билән қорқунуч селивататти. У баш роһанийниң алдиға берип,


Ғоҗайининиң немә тәләп қилғанлиғини билип туруп, руслинип турмиған вә ғоҗайининиң дегинини қилмиған чакар қаттиқ таяқ йәйду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite