Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

9 Чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учрисун дәп әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулсун, дәп таллиғандур.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:9
23 Referans Kwoze  

Улар йәнә бизгә силәрниң Худа Оғлиниң, йәни Худа өлүмдин тирилдүргән Әйса Мәсиһниң асмандин қайта келишини күтүватқанли­ғиң­ларни ейтти. Бизләрни Худадин келидиған ғәзәптин қутқузғучи дәл Әйса Мәсиһтур.


Бурун силәр Худаниң хәлқи әмәс едиңлар, лекин әнди Худаниң хәлқисиләр. Бурун силәр Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин әнди ериштиңлар.


Шуниң үчүн Худа таллиған бәнди­ләр­ниң Әйса Мәсиһ тәрипидин қутқузулуши вә мәңгүлүк шан-шәрәпкә ериши­ши үчүн һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән.


Йәһудий әмәсләр бу сөзни аңлап, хошал болушти вә һәзрити Әйса һәққидики бу тәлимләр үчүн Худаға мәдһийә ейтишти. Худа тәрипидин мәңгүлүк һаятни қобул қилишқа талланғанларниң һәм­миси һәзрити Әйсаға ишәнди.


Лекин Әйса Мәсиһ маңа рәһим-шәпқәт қилди. Буниңдики мәхсәт, У Өзиниң мәндәк әң яман бир гунакарға чәксиз сәвир-тақәт көрситиши арқилиқ башқиларға үлгә қалдуруштур, йәни бу кейин Өзигә ишинип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға берилгән үлгидур.


Бизниң уни әвәтишимиздики мәхситимиз, силәрниң көз алдиңлардики қийинчилиқлар сәвәвидин ишәнчиңларниң тәвринип қалмаслиғи һәм силәрни илһамландуруш вә ишәнчиңларни күчәйтиштур. Бизниң чоқум қийинчилиққа учрайдиғанлиғимизму силәргә мәлум.


Бирақ Мән ундақ қилмидим. Әксичә Мән қудритимни саңа көрситиш вә намимни аләмгә елан қилиштәк алаһидә мәхсәт билән сени падишалиққа тиклидим.


Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим.


Бу хәтни чоқум йезишим керәк, чүнки Худа йолида маңмиған бәзи кишиләр араңларға көз боямчилиқ билән киривелип, бузуқчилиқ қиливәрсәкму Худаниң меһир-шәпқити билән кәчүрүлимиз, дегәндәк тәлимләрни берип, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз болған Әйса Мәсиһни рәт қилмақта. Уларниң сораққа тартилиши һәққидә Муқәд­дәс Язмиларда бурунла йезилған.


Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә әлчиси болған мәнки Симун Петрустин силәргә салам! Силәр бизниң Худайимиз вә Қутқаз­ғучимиз болған Әйса Мәсиһниң адиллиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир ишәнчкә муйәссәр болдуңлар.


Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә, йәни қутқузу­лушқа еришәлмиди, пәқәт талланғанларниң аз бир қисмила униңға еришти. Қалғанлар болса, қәлблири җаһиллаштурулуп, Худаниң чақириғиға қулақ салмиди.


Петрус сөзини давамлаштуруп мундақ деди: — Зәбурда падиша Давутниң Йәһудаға қаритилған мону сөзлири бар: «Униң өйи чөлгә айлансун, Униңда һеч ким олтармисун!» вә «Униң вәзиписини башқа бир киши үстигә алсун!»


Йәһудий әмәс силәр бир чағларда Худаға бойсунматтиңлар. Лекин йәһудийлар Худаға бойсунмиғанлиғи үчүн, силәр һазир Худаниң рәһим-шәпқитигә ериштиңлар.


Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезил­ғи­нидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған киши­ниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди һәзрити Әйса.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite