Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Биз һәммимиз күндүзниң, йәни йоруқлуқниң пәрзәнтлиримиз. Һәммимиз кечиниң, йәни гунаниң қараңғулуғиға мәнсүп әмәсмиз.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:5
7 Referans Kwoze  

Бурун силәр қараңғулуқта едиңлар. Лекин һазир Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, йоруқлуққа чөмдүңлар. Шуңа сөз-һәрикитиңлар чоқум йоруқлуқтики адәмләрниңкидәк болсун.


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


Шуңлашқа Нур араңларда бар вақитта Униңға ишиниңлар. Буниң билән Нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди һәзрити Әйса. Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, халайиқтин кетип, йошурунувалди.


Бай бу ишни билгәндин кейин, бу сәмимийәтсиз ғоҗидариниң зерәклигигә қайил бопту. Чүнки у өз кәлгүсини ойлап тәйярлиқ қилған екән. Дәрвәқә, бу дунияниң имансиз адәмлири өз мәнпийи­тигә кәлгәндә, Худаниң йоруқлуғида яшайдиған адәмләрдин зерәк.


Йоруқлуққа мәнсүп болған бизләр болсақ, үстимизгә ишәнч вә меһир-муһәббәт савутини, бешимизға қутқузулуш үмүтиниң дубулғи­сини кийип, өзимизни сәгәк тутушимиз керәк.


Лекин бу әмирни йеңи әмир десәкму болиду, чүнки униң һәқиқәт екәнлиги Әйса Мәсиһниң һаятида вә силәрниң һаятиңларда намайән болди. Қараңғулуқ ахирлашмақта, һәқиқий йоруқлуқ болса, өз нурини чечишқа башлимақта.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite