Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Лекин қериндашлар, силәр Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар үчүн, қараңғулуқта әмәссиләр. Шуңа у күн силәрни оғриға охшаш чөчүтүп кәлмәйду.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:4
17 Referans Kwoze  

Лекин бу әмирни йеңи әмир десәкму болиду, чүнки униң һәқиқәт екәнлиги Әйса Мәсиһниң һаятида вә силәрниң һаятиңларда намайән болди. Қараңғулуқ ахирлашмақта, һәқиқий йоруқлуқ болса, өз нурини чечишқа башлимақта.


Лекин Рәббимиз Әйса чоқум қайтип келиду. Бу күнниң келиши худди оғриниң келишидәк күтүлмигән вақитта болиду. У күни пүтүн асман қаттиқ гүлдүрлигән аваз билән ғайип болиду. Асман җисим­лири көйүп түгәйду. Зимин вә униңдики пүткүл нәрсиләрму көйүп гумран болиду.


У бизни шәйтанниң зулум-зәхмитидин қутулдуруп, сөйүмлүк Оғлиниң Падишалиғиға елип кирди.


Шуниң үчүн аңлиған вә қобул қилған тәлимләрни есиңдә тут. Уларға әмәл қил, товва қил. Әгәр ойғанмисаң, Мениң келишим саңа худди оғриниң күтүлмигән вақитта кәлгинидәк туюқсиз билиниду. Мениң келидиған вақит-саатимни һәргиз биләлмәйсән.


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


Билип қоюңларки, у шәһәрдикиләрниң қиямәт күни тартидиған җазаси Содом вә Гомора шәһиридики яман кишиләрниң тартидиған җазасидинму еғир болиду!


— Һошияр болуңлар! Әйш-ишрәт вә турмушниң ғәм-әндиши­лиригә берилип кәтмәңлар. Қиямәт күни силәргә гоя тосаттин бешиң­ларға ташланған тордәк кәлмисун.


Чүнки силәрму яхши билисиләр, Рәббимизниң қайта келидиған күни худди кечидики оғриниң келишигә охшаш туюқсиз келиду.


Әйса мундақ деди: «Қараңлар, оғриниң келишидәк туюқсиз келимән. Ялиңач қелип, номусқа қалмаслиқ үчүн, кийимлирини йениға қоюп, сәгәк ятқанлар нәқәдәр бәхитлик-һә!»


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite