Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Кишиләр «дуния теч-аман» дәп турғанда, тәсадипи уларға һалакәт келиду. Бу худди һамилдар аялниң толғиғи уштумтут тутқиниға охшаш болуп, униңдин қечип қутулғили болмайду.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:3
48 Referans Kwoze  

Шундақ екән, шунчә улуқ қутқузулушқа көз жумсақ, қандақму шу җазадин қечип қутулалаймиз?! Қутқузулуш хәвирини дәсләптә Рәббимиз уқтурған, Уни беваситә аңлиғанлар бу қутқузулушниң һәқлиғи тоғрисида бизгә гувалиқ бәргән.


Бундақ кишиләрниң җазаси мәңгүлүк һалакәттин ибарәт болуп, улар Рәббимиздин вә Униң улуқ күч-қудритидин айрилип қалиду.


Худа гуна қилған периштәләрни аяп қоймиди. Бәлки уларни дозаққа ташлап, уларни сораққа тартқичә, қараңғу өңкүрләргә солап қойди.


«Қулақ селиңлар, әй Мени мәсқирә қиливатқанлар! Алақзадиликкә чүшүп, өлисиләр! Чүнки Мениң заманиңларда қилмақчи болған ишлиримни көргиниңларда, Кишиләр уни силәргә чүшәндүрсиму ишәнмәйсиләр!»


исимлири асманда йезилған тунҗа туғулғанлар җәм болидиған, пүтүн инсанларниң сорақчиси Худа бар болған, камаләткә йәткүзүлгән һәққаний кишиләрниң роһлири моҗут болған,


Әй зәһәрлик иланлар! Иланниң әвлатлири! Дозақ азавидин қандақму қутулаларсиләр?


Аял туғутта азаплиниду, чүнки униң азап-оқубәтлик вақит-саати йетип кәлгән. Лекин бовиғи туғулуп болғандин кейин, бир пәрзәнтниң дунияға кәлгәнлигиниң хошаллиғи билән тартқан азавини унтуп қалиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite