Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:27 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

27 Рәббимизниң нами билән силәрниң бу хәтни шу йәрдики һәммә қериндашларға оқуп беришиңларни тапилаймән.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:27
19 Referans Kwoze  

Бу хәт араңларда оқулуп болғандин кейин, Лаодикиядики мәсиһийләр җамаити ичидиму оқулсун. Силәр йәнә Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитигә язған хетимниму оқуңлар.


Худаниң, Әйса Мәсиһниң вә Худа таллиған периштәләр­ниң алдида саңа шуни буйруймәнки, сән бу сөзлиримгә қәтъий әмәл қил. Айримчилиқ қилма, һәр қандақ ишта бир тәрәпкә ян басма.


Мәсиһийләрниң башқилар тәрипи­дин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн, сән җамаәткә бу ишлар тоғрисида тәрбийә бәргин.


Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән.


Шу әтрапта айәт оқуп җин қоғлашни кәсип қиливалған бәзи йәһудийларму бар еди. Улар Рәббимиз Әйсаға ишәнмигән болсиму, Униң намини ишлитип, җинларни һайдавәтмәкчи болушатти. Улар җинларға: «Павлус ейтқан Әйсаниң намидин буйруймәнки, бу тәндин чиқип кетиңлар!» дәйдиған болди.


вә қаттиқ вақирап: — Улуқ Худа Оғли Әйса, ишимға арилашма! Худа алдида Сәндин өтүнүп сораймәнки, мени қийнима! — деди.


Лекин һәзрити Әйса лам-җим демиди. Баш роһаний Униңға: — Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилишиңни буйруймән. Ейтқин, Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — деди.


Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар.


Мән тирикләр билән өлгәнләрни сорақ қилидиған һәм Өз Падиша­лиғини қуруш үчүн қайта келидиған Әйса Мәсиһниң, шундақла Худаниң алдида саңа буйруқ қилимәнки,


Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиқ­қа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрли­ниш­кә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун.


Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,


Әй оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған пәйғәмбәрлик сөзләргә асасән бу буйруқларни саңа тапшуримән. Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни қурал қилсаң, Рәббимиз үчүн улуқ күрәшләрни қилалайсән.


Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар.


Силәргә мәлумки, биз һәр бириңларға ата пәрзәндигә әҗир сиңдүргәндәк әҗир сиңдүрдуқ,


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite