Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:23 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

23 Бизгә аманлиқ ата қилғучи Худа Өзи силәрни тәл-төкүз пак қилғай. Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә Худа роһуңлар, җениң­лар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:23
37 Referans Kwoze  

Һәммимизни қутқузған ялғуз Худа силәрни жиқилип чүшүш­тин сақлап, әйипсиз вә хошал-хорам һалда Өзиниң улуқвар һозуриға елип келишкә қадирдур. Барлиқ шан-шәрәп, улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ Рәббимиз Әйса арқилиқ әзәлдин та һазирғичә вә әбәдил-әбәт Худаға мәнсүп болғай, амин!


Худаниң сөзи һаятий күчкә егә болған үнүмлүк сөздур. У һәр қандақ қош бислиқ қиличтинму иштик болуп, җан билән роһни, жилик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк өткүрлүк билән киши­ләрниң көңлигә кирип, уларниң йошурун арзу-һәвәс вә ой-пикирлирини паш қилиду.


Һәм шу арқилиқ Рәбби­миз Әйса Өзигә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә қайтип кәлгинидә, силәрниң Атимиз Худаниң алдида әйипсиз вә пак болушуңлар үчүн ирадәңларни мустәһкәм қилғай!


Пүткүл меһир-шәпқәтниң мәнбәси болған Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған. Силәр вақитлиқ азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Худа силәрни дәс турғузуп, силәрни чидамлиқ қилип, ишәнчиң­ларни мустәһкәм вә тәврәнмәс қилиду.


Шундақ болғанда, силәр Худаниң немидин хурсән болуп, немидин хурсән болмайдиғанлиғини пәриқ етәләйсиләрдә, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә пак вә әйипсиз болалайсиләр.


Худа Атимиз Өзиниң алдин-ала орунлаштуруши бойичә силәрни таллиди, Муқәддәс Роһ силәрни пак қилди. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһкә бойсунуп, Униң қурванлиқ қени билән гуналириңлардин жуюлушуңлар үчүндур. Худа силәргә һәссиләп меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Шуниңға қәтъий ишинимәнки, силәрни йеңи һаятлиқ йолиға йетәклигән Худа Өзи башлиған бу яхши ишни давамлаштуруп, Әйса Мәсиһ қайта келидиған күни тамамлайду.


Шуниң үчүн, әй қәдирлик қериндашлирим, бу ишларни күтүват­қан екәнсиләр, Худаниң алдида әйипсиз вә камчилиқсиз яшашқа һәм Худа билән инақлиқни сақлап қелишқа тиришиңлар.


Инсанларни пак қилғучи Әйса Мәсиһ билән пак қилинған инсанлар һәммиси бир Атидиндур. Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмай,


Бирақ һазир Худа Өз Оғли Әйса Мәсиһниң инсан тенидә чапрас яғачқа миқлинип қурван болуши арқилиқ силәрни Өзи билән яраштурди. Буниңдики мәхсәт, силәрниң Худаниң алдида пак, камчилиқсиз вә әйипсиз болушуңлар үчүндур.


Җәм болуп ибадәт қилғиниңларда қалаймиқанчилиқ болмисун. Чүнки Худа қалаймиқан­чилиқ салғучи әмәс, бәлки тиничлиқ бәргүчидур. Мән билидиған һәр қайси мәсиһий­ләр җамаити әйнә шундақтур.


Ишәнч йолида маңғиниңларда, үмүтниң мәнбәси болған Худа қәлбиңларни шат-хорамлиқ вә течлиқ-аманлиққа толтурғай! Буниң билән силәр Муқәддәс Роһниң күч-қудрити арқилиқ үмүткә толуп ташқайсиләр.


Мәрийәмму хуш болуп мундақ деди: «Қәлбимдин улуқлаймән Рәббимни,


Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа


Сәвир-тақәт вә илһам ата қилидиған Худа силәрниң Әйса Мәсиһни үлгә қилип, өз ара инақ яшишиңлар үчүн ярдәм қилғай.


Аманлиқниң мәнбәси болған Рәббимиз һәр вақит һәр җайда силәр­гә аманлиқ ата қилғай. Рәббимиз һәммиңлар билән биллә болғай!


Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә көргәнлириңларни әмәлий һәрикитиңларда көрситиңлар. Шундақ болғанда, хатирҗәм­лик беридиған Худа силәр билән биллә болиду.


Демәк, Худа инсанларниң гуналиридин һесап алмай, уларни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзи билән яраштурди, шундақла Өзи билән яраштурулуш һәққидики бу Хуш Хәвәрни бизгә аманәт қилди.


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


Уларму өзлирини һәқиқий атисун, дәп Өзәмни Саңа атаймән.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари, Яқупниң иниси мәнки Йәһудадин Худа Атимиз тәрипидин чақирилған, Униң меһир-муһәббитигә ериш­кән, Әйса Мәсиһ тәрипидин қоғдап қелинғанларға салам.


Худаниң ирадиси шуки, пак болуңлар вә җинсий әхлақсизлиқтин сақлиниңлар;


Аманлиқ бәргүчи Худа узун өтмәй шәйтанни аяқ астиңларда езиду. Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай.


Аманлиқ бәргүчи Худа һәммиң­лар билән биллә болғай, амин!


Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду.


Силәрниң ишәнчидә ахириғичә чоқум чиң туридиғанлиғиңларға ишинимиз вә силәр үчүн бәк хошал болимиз. Рәббимиз Әйса қайта кәлгәндә, Униң алдида пәхирлинидиған таҗи­миз дәл силәр әмәсму?


Силәр Худаниң ирадиси бойичә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Худа Уни бизниң даналиғимизниң мәнбәси қилди. Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа алдида һәққаний адәм дәп җакаландуқ. У бизни пак қилип, гунаниң қуллуғидин азат қилди.


Атимиз Худа вә Рәббимиз Әйса бизниң силәр билән көрүшүши­мизгә йол ачқай.


Һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар.


Шуңа һәр қандақ синақларға бәрдашлиқ берип, чидамлиғиңларни йетилдүрүңлар. Шундақ қилсаңлар, Худаниң күткинидәк ишәнчидә пишқан, кам-котисиз адәмләрдин болисиләр.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite