Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Уларниң һәммисини тәкшүрүп көрүп, һәқиқәтән Худадин кәлгән яки кәлми­гәнлигини пәриқ қилип, Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзни қобул қилиңлар.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:21
40 Referans Kwoze  

Қәдирлик қериндашлар, «Муқәддәс Роһ арқилиқ пәйғәмбәрлик сөз йәткүздүм», дәйдиғанларниң һәммисигила ишәнмәңлар. Уларниң роһиниң Худадин кәлгән-кәлмигәнлигини пәриқләндүрүш үчүн уларни синаңлар, чүнки нурғун сахта пәйғәмбәрләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди.


Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләй­силәр.


Неминиң Рәббимизни хурсән қилидиған­лиғини билишкә тиришиңлар.


У йәрниң адәмлири Салоникидикиләргә қариғанда кәң миқияста болуп, улар Павлус билән Силасниң һәзрити Әйса һәққидә бәргән тәлимини қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра-хаталиғини билиш үчүн, һәр күни Муқәддәс Язмиларни издинип үгәнди.


Неминиң тоғра екәнлигигә силәр өзәңлар немишкә һөкүм қилип бақмайсиләр?!


Қериндашлирим, сөзүмниң ахирида шуни ейтимәнки, һәқиқий, махташқа әрзийдиған, адил, пак, гөзәл, шәрәплик, әхлақ-пәзиләтлик вә мәдһийиләшкә сазавәр һәр қандақ ишларға көңүл қоюңлар.


Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун. Яманлиқтин жиркиниң­лар, яхши ишларда чиң туруңлар.


Шуниң үчүн аңлиған вә қобул қилған тәлимләрни есиңдә тут. Уларға әмәл қил, товва қил. Әгәр ойғанмисаң, Мениң келишим саңа худди оғриниң күтүлмигән вақитта кәлгинидәк туюқсиз билиниду. Мениң келидиған вақит-саатимни һәргиз биләлмәйсән.


Қандақ болуши­дин қәтъий нәзәр, биз Худа бизгә көрситип бәргән һәқиқәттә чиң турушимиз керәк.


Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврән­мәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйди­ған­лиғини чүшиниңлар.


Шундақ болғанда, силәр Худаниң немидин хурсән болуп, немидин хурсән болмайдиғанлиғини пәриқ етәләйсиләрдә, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә пак вә әйипсиз болалайсиләр.


Һәзрити Әйса Өзигә ишәнгән йәһудийларға: — Әгәр Мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар, Мениң һәқиқий шагиртлирим болисиләр.


Башқилар алдида етирап қилған үмүтүмиздә иккиләнмәй чиң турайли. Чүнки вәдә бәргүчи Худа ишәнч­ликтур.


Шуниң үчүн, қериндашлар, ишәнчиңларда қәтъий тәврәнмәңлар, биз силәр­гә еғизчә вә хәт арқилиқ йәткүзгән тәлимдә чиң туруңлар!


Улар у йәрләр­дә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди. Улар мәсиһийләргә мундақ деди: — Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапалар­ни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.


Силәр Мәндә болуңлар, Мәнму силәрдә болимән. Шах ғолда болмай туруп өзлүгидин мевә берәлмәйдиғинидәк, силәрму Мәндә болмисаңлар мевә берәлмәйсиләр.


Туюқсиз келимән. Таҗиңни башқиларниң тартивалмаслиғи үчүн, өзәңдә бар болғанни чиң сақла.


Сениң әмәлиятиңни, тириш­чан­­лиғиңни, сәвир-тақитиңни билимән. Яман адәмләрниң қилмиш­лириға чидап туралмайдиғанлиғиңни, әлчи болмисиму өзлирини әлчи, дәп ативалғанларни синап, уларниң сахтилиғини тонуғанли­ғиң­ниму билимән.


Мискәр Искәндәр маңа көп зиянкәшлик қилди. Рәббимиз чоқум униңға қилмишлириға лайиқ җаза яндуриду.


Аңлиғиниңдәк, Асия өлкисидики мәсиһийләрниң һәммиси деги­дәк мени ташлавәтти. Уларниң арисида Фигел вә Ермогенму бар.


Бир адәмниң қәлбидики ойлирини шу адәмдин башқа һеч ким биләлмигинидәк, Худаниң қәлбидики ойлириниму Худаниң Роһидин башқа һеч ким биләлмәйду.


Барнаба йетип берип, Худаниң у йәрдики хәлиққә бәхит ата қилғанлиғини көрүп, хошал болди. У көпчиликни җан-дили билән Рәббимиз Әйсаға садиқ болушқа илһамландурди.


Уларниң арисидики бәзи кишиләр башқиларниң өйлиригә көз боямчилиқ билән киривелип, ирадиси аҗиз, гунаға патқан вә һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болуп қалған аялларни аздуриду.


Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.


Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қайтурмаңлар, әксичә бир-бириң­ларға вә барлиқ кишиләргә һемишәм яхшилиқ қилишни нийәт қилиңлар.


Һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite