Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:20 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

20 Араңларда йәткүзүлгән пәйғәмбәрлик сөзләргә сәл қаримаңлар.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:20
20 Referans Kwoze  

Шуңа меһир-муһәббәтлик болушқа интилиңлар һәм Муқәд­дәс Роһ ата қилған һәдийәләргә, болупму Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитигә қизғинлиқ билән интилиңлар.


Шуңа ибадәткә қатнашқанда, бир әр бешиға бир немә артип дуа қилса яки Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзсә, у өз беши болған Әйса Мәсиһкә һөрмәтсизлик қилған болиду.


Шуңа Худа мәсиһийләр җамаитидә башта әлчиләрни, иккинчисигә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзгүчиләрни, үчинчисигә Худа тоғрисида тәлим бәргүчиләрни, униңдин кейин мөҗүзә көрсәткүчи­ләрни, кесәлләрни сақайтиш қабилийитигә егә болғанларни, башқиларға ярдәм бәргүчиләрни, башқуруш қабилийити болғанларни һәм өзлиригә намәлум болған тилларда сөзләләйдиғанларни тайин­лиди.


Павлус қолини уларға тәккүзүп туруп дуа қиливатқанда, уларниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти. Буниң билән улар өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишти һәм Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни йәткүзүшкә башлиди.


Чүнки бу алаһидә билимләр чәкликтур. Шундақла Худаниң пәйғәм­бәр­лик сөзини йәткүзүш қабилийитимизму чәкликтур.


Гәрчә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитим болсиму, дунияниң пүткүл сирлирини билсәмму, Худадин кәлгән алаһидә билимләргә егә болсамму вә тағларни орнидин қозғиталайдиған камил ишәнчим болсиму, лекин башқиларға меһир-муһәббитим болмиса, һеч немигә әрзимәс бир адәм болуп қалимән.


Йәнә шу Роһ биригә мөҗүзиләр яритиш қабилийитини бәрсә, йәнә биригә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитини бериду. Биригә бирсиниң йәткүзгән сөзлириниң Муқәддәс Роһтин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқ­ләндүрүш, биригә өзигә намәлум болған тилларда сөзләш, йәнә биригә болса бу тилларни чүшәндүрүш қабилийитини бериду.


Шуниң үчүн бу тәлимни рәт қилған киши инсанни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһ ата қилған Худани рәт қилған болиду.


Антакядики мәсиһийләр җамаитидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнаба, «Қара» ләқәмлик Шимон, киринилик Луки, Һирод хан билән биллә чоң болған Менаһен вә Саул қатарлиқлар еди.


Қәдирлик қериндашлар, «Муқәддәс Роһ арқилиқ пәйғәмбәрлик сөз йәткүздүм», дәйдиғанларниң һәммисигила ишәнмәңлар. Уларниң роһиниң Худадин кәлгән-кәлмигәнлигини пәриқләндүрүш үчүн уларни синаңлар, чүнки нурғун сахта пәйғәмбәрләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite