18 Һәр қандақ әһвалда Худаға шүкүр ейтиңлар, чүнки мана булар Худаниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған силәргә қаратқан ирадисидур.
Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.
Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар. Әксичә һәр қандақ тәливиңлар болса, дуа-тилавәт арқилиқ Худадин тиләңлар вә шүкүр ейтиңлар.
Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйсаниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.
Шу сәвәвидин һемишәм Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға мәдһийилиримизни қурванлиқ сүпитидә атайли, йәни өз ағзимиз билән Униң намини етирап қилайли.
Буниң билән кейинки һаятиңларни яман һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзисиләр.
Худаниң ирадиси шуки, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилидиған надан адәмләрниң зуванини яхши әмәлиятиңлар арқилиқ тувақлаштур.
Бу дуния вә униңдики һәвәсләрниң һәммиси өтүп кетиду, лекин Худаниң ирадисигә әмәл қилған киши мәңгү яшайду.
Худаниң ирадиси шуки, пак болуңлар вә җинсий әхлақсизлиқтин сақлиниңлар;