17 Һемишәм дуа қилиңлар.
Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар.
Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.
Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.
Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:
Һәр вақит һошияр болуңлар, йүз беридиған бу аламәтләрдин аман-есән өтәлишиңлар вә қиямәт күни Инсан Оғли алдида қорқмай туралишиңлар үчүн һәр дайим дуа қилиңлар, — деди.
Дунияниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта. Шуңа силәр еғир-бесиқлиқ вә сәгәклик билән дуа қилиңлар.