Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:14
40 Referans Kwoze  

пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин.


Ишәнчи аҗиз қериндашларниң пикирлири үстидә һөкүм қилмай, уларни қобул қилиңлар.


Һәр қандақ ишта силәргә мошундақ әҗир арқилиқ һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини көрсәттим. Шундақ қилсаңлар, Рәббимиз Әйса Өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму зор бәхит», дегинини есиңлар­дин чиқармайсиләр!


Шуңа биз Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни барлиқ инсан­ларға йәткүзүшкә, шундақла Худа бизгә ата қилған барлиқ әқил-парасәт билән уларға несиһәт қилип, тәлим беришкә тиришива­тимиз. Буниңдики мәхсәт, уларниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңға болған ишәнчиниң һәр җәһәттин толуқ йетилгән һалда Худаниң алдиға бериши үчүндур.


Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.


Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.


Силәр һемишәм кәмтар, мулайим, сәвирчан болуп, меһир-муһәббитиңлар билән бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар.


Бу сөзләрни йезиштики мәхситим, силәрни хиҗил қилиш әмәс, бәлки силәрни сөйүмлүк пәрзәнтлирим дәп қарап, силәргә тәлим бериштур.


Шуңа һошияр болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, силәргә яш аққузуп несиһәт бәргәнлигимни есиңларда тутуңлар.


Езилгән қомучни сундурмас, Өчәй дәп қалған чирақниму өчәрмәс, Таки адаләт ғалибә қилмиғичә,


Шуниң үчүн талған қолуңларға мәдәт берип, пүкүлгән тизиңлар­ни руслаңлар.


Йетәкчиликкә тайинлинидиған киши әйипсиз, бир аяллиқ, пәрзәнт­лири болса Худаға ишинидиған, кәйп-сападин нери болған һәм ата-анисиға бойсунидиған кишиләрдин болуши керәк.


шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талаш­майдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши,


Бир-бириңларға меһриван, мулайим болуңлар. Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүргинидәк, силәрму бир-бириңларни кәчүрүңлар.


Һалбуки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшашниң беридиған мевилири меһир-муһәббәт, хошал-хорамлиқ, течлиқ-аманлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, садиқлиқ,


Шуңа, әй қериндашлар, Худа бизгә шундақ рәһим-шәпқәт көрсәткән екән, өзәңларни Худани хурсән қилидиған, Униңға аталған тирик қурванлиқ сүпитидә Униңға беғишлишиңларни өтүни­мән. Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.


Чүнки мән Худаниң ирадисини қилчә йошурмастин силәргә толуқ йәткүздүм.


Лекин Маңа болған ишәнчиң йоқалмисун дәп, саңа дуа қилдим. Шәйтанниң синиғидин өтүп, Мениң йолумға қайтқандин кейин, қериндашлириңниң ишәнчини мустәһкәмлә.


Нурғун кишиләр бу тәлимгә бойсунмай, бемәна сөзләр билән башқиларни аздуриду. Болупму қутқузулуш үчүн хәтнә қилиниш зөрүр, дәп турувалғучилар шундақ қилиду.


Лекин һәммә мәсиһийләр бундақ билимни тонуп йәтмиди. Уларниң бәзилири мәсиһий болуштин бурун бутпәрәслик адәтлиригә көнүп қалғачқа, һазирму бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишни бутқа ибадәт қилиш билән баравәр дәп қарайду. Шуңа улар бу гөшни йейишкә җүръәт қилалмайду. Әгәр улар бу гөшни йәп қалған болса, өзлирини булғандуқ дәп һис қилип, виждани азаплиниду.


Бирақ уларни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә уларға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite