Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Уларниң бу хизмәтлири үчүн уларға чоңқур һөрмәт вә муһәббитиңлар билән муамилә қилиңлар, бир-бириңлар билән инақ өтүңлар.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:13
21 Referans Kwoze  

Туз яхши нәрсидур. Бирақ туз өз күчидин қалса, уни қандақ әслигә кәлтүргили болиду? Шуниңға охшаш, силәрму туздәк болуп араңлардики инақлиқни сақлаңлар.


Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду.


Течлиқ издигүчиләр течлиқ уруғини чачиду вә униңдин адаләт мевисини алиду.


Бир-бириңлар билән инақ өтүш арқилиқ Муқәддәс Роһниң мәсиһийләргә бәргән бирлигини сақлашқа тиришиңлар.


Һалбуки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшашниң беридиған мевилири меһир-муһәббәт, хошал-хорамлиқ, течлиқ-аманлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, садиқлиқ,


Әң ахирида, қериндашлар, хошал-хорам болуңлар, ишәнчтә йетил­гән адәм болуп чиқиш үчүн тиришиңлар. Несиһәтлиримни қобул қилип, бир нийәт, бир мәхсәттә инақ өтүңлар. Меһир-муһәббәт вә аманлиқ мәнбәси болған Худа силәр билән биллә болғай!


Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар.


Шуңа яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзәңни тарт. Пак қәлб билән Рәббимизни чақирған башқа кишиләр билән биллә һәққанийлиқ, ишәнч, меһир-муһәббәт вә инақлиқни издә.


Аманлиқниң мәнбәси болған Рәббимиз һәр вақит һәр җайда силәр­гә аманлиқ ата қилғай. Рәббимиз һәммиңлар билән биллә болғай!


Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар.


Худаниң сөзидин тәлим еливатқан киши өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләр билән һөзүрләндүрсун.


У чағда кесилим силәр үчүн бир аваричилиқ болсиму, лекин силәр мени камситмидиңлар, рәт қилмидиңлар. Әксичә мени Худа әвәткән бир периштәни, һәтта Әйса Мәсиһни күткәндәк күтүвалдиңлар.


Силәрни қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду; Мени қобул қилғанлар болса Мени әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.


У қериндашлирини йолға селиш алдида уларға йолда җедәл-маҗра чиқармаслиқни тапилиди.


Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite