Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Шуниң үчүн һазирму бир-бириңларни бурунқиға охшаш давамлиқ илһамландуруп, бир-бириңларниң ишәнчини күчәйтиңлар.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 5:11
18 Referans Kwoze  

Ағзиңлардин һәргиз яман сөзләр чиқмисун. Аңлиғучиларниң еһтияҗиға қарап, уларға пайдилиқ болсун дәп, меһир-шәпқәтлик сөзләрни қилиңлар.


Бәзиләрдәк мәсиһийләр җамаитидә җәм болуш вә Худаға ибадәт қилиштин баш тартмайли. Әксичә дайим җәм болуп, бир-биримизни илһамланду­райли. Болупму Әйса Мәсиһниң қайта келидиған күниниң аз қалған­ли­ғини билгән екәнмиз, техиму шундақ қилайли.


Һәр биримиз қериндашлиримизниң ишәнчиниң мустәһкәмлиниши үчүн уларниң мәнпийитини нәзәрдә тутуп, уларни хурсән қилишимиз керәк.


Һеч қайсиңларниң қәлбиниң гунаниң аздуруши билән җаһиллашмаслиғи үчүн, «бүгүнла» болидикән, бир-бириңларни илһамландуруңлар.


Шуңа бир-бириңларни бу сөзләр билән илһамландуруңлар.


Шуниң үчүн өзимизни инақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң ишәнчини мустәһкәмләйдиған ишларға атайли.


Шуңа силәр Муқәддәс Роһ ата қилған қабилийәтләргә егә болушқа қизғин­лиқ билән интилгән екәнсиләр, мәсиһийләр җамаитиниң ишән­чтә йетилилишигә ярдәм беридиған қабилийәтләрни егиләшкә техиму көп интилиңлар.


Уларниң вәзиписи Худаниң муқәддәс хәлқини Худаниң хизмитини қилишқа вә Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаитини мустәһкәмләшкә тәрбийиләштин ибарәт.


Лекин силәр, қәдирлик қериндашлирим, өзәңларни интайин муқәддәс болған ишәнчиңларниң һули үстидә өсүп йетилдүрүңлар вә Муқәддәс Роһқа тайинип дуа қилиңлар.


Әйса Мәсиһниң йетәкчи­лигидә мәсиһийләр җамаитиниң һәр қайси әзалири зич маслишип, өзлириниң җарий қилишқа тегишлик рольлирини толуқ җарий қилдурғанда, мәсиһийләр җамаити меһир-муһәббәт ичидә сағлам өсүп йетилиду.


Бәзиләр: «Худа тәрипидин мәнъий қилинмиған болса, немә қилимән десәм, өз ихтиярим», дейиши мүмкин. Лекин һәммә иш пайдилиқ болувәрмәйду. «Немә қилимән десәм, өз ихтиярим», дегән бу сөз тоғра болсиму, лекин һәммә иш қериндашлириниң ишәнч җәһәттә күчлүк болуп йетилишигә ярдәм берәлмәйду.


Шуңа гәрчә силәр бу ишларни билгән һәм өзәңларға йәткүзүлгән һәқиқәттә чиң туруватқан болсаңларму, мән йәнила һәр дайим бу ишларни есиңларға салмақчимән.


Яки силәр бизни «Алдимизда әзәлдин бери өзини ақлап келива­тиду», дәп ойлаватамсиләр? Биз ундақ қилмидуқ. Биз пәқәт Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған кишиләр сүпитидә Худа алдида сөзләватимиз. Сөйүмлүк қериндашлар, биз қиливатқан һәммә иш силәрниң ишәнч­тә йетилишиңлар үчүндур.


Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүштиму икки яки үч киши сөзлисун, башқилар уларниң сөзлигәнлириниң Худадин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқ әтсун.


Қериндашлар, мән силәрниң көңлүңларниң яхшилиққа толғанли­ғиға вә өзәңларға керәклик билимгә толуқ егә болуп, бир-бириңларға несиһәт берәләйдиғанлиғиңларға қайилмән.


Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду.


Әмәлиятта силәр пүтүн Македонийә өлкисидики қериндашларға шундақ қиливатисиләр. Шундақ болсиму, қериндашлар, меһир-муһәббәт көрситиштә техиму тиришишиңларни сораймиз.


Һәммиңларниң Муқәддәс Роһниң күчи билән өзәңларға намәлум болған тилларда сөзлишиңларни үмүт қилимән. Лекин силәрниң Худаниң пәйғәм­бәрлик сөзини йәткүзүшүңларни техиму үмүт қилимән. Чүнки намәлум болған тилларда сөзләнгән сөзләрни чүшәндүрүп, мәсиһий­ләр җамаитиниң ишәнчини йетилдүрүшигә ярдими болидиған бирәрси болмиса, у чағда намәлум тилларда сөзләштин, Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийити көп әвзәл болиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite