Ким бизни гунаға мәһкүм қилалайду? Һеч ким! Чүнки Әйса Мәсиһ биз гунакарлар үчүн өлди. Униң үстигә, У тирилдүрүлүп, Худаниң оң йенида һоқуқ тутуп, биз үчүн мураҗиәт қилмақта.
Әйса Мәсиһ пүткүл инсанлар үчүн өлди. Мәхсәт, У ата қилған йеңи һаятқа еришкәнләрниң өзлири үчүн әмәс, бәлки уларни дәп өлгән вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһ үчүн яшисун, дегәнликтин ибарәт.
Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.