9 Қериндашлиқ меһир-муһәббитигә кәлсәк, бу тоғрисида силәргә хәт йезишимизниң һаҗити йоқ, чүнки Худа бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситишни үгәткән.
Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли! Мана бу силәр бурундин аңлап келиватқан тәлим.
Бир-бириңларни қериндашларчә сөйүп, өз ара қизғин болуңлар. Башқиларни өзәңлардин жуқури көрүп, уларни һөрмәтләңлар.
Худаниң әмри шуки, Униң Оғли Әйса Мәсиһкә ишинишимиз һәм Әйса Мәсиһниң бизгә буйруғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.
Шуңа Худа бизгә: «Худани сөйгән киши қериндишиниму сөйсун», дәп әмир қилған.
Бир-бириңларға һемишәм қериндашларчә меһир-муһәббәт көрситиңлар.
Қериндашлар, силәргә бу ишларниң қачан йүз беридиғанлиғи тоғрисида йезишим һаҗәтсиз.
Мәсиһийләр бир нийәттә, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тегишлик пул-мелини «өзәмниң» демәтти, бариға ортақ еди.
Қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәткән киши йоруқлуқта яшайду, униңда гунаға башлайдиған һеч немә қалмайду.
садақәтмәнлигиңларға қериндашларни сөйүшни, қериндашларни сөйүшүңларға башқиларға меһир-муһәббәт көрситишни қошушқа тиришиңлар.
Һәммидин муһими, бир-бириңларға сәмимий меһир-муһәббәт көрситиңлар, чүнки меһир-муһәббәт нурғун гуналарни кәчүргүзүветиду.
Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар.
«У күнләрдин кейин, улар билән түзидиған келишимим мундақ: Қанунлиримни уларниң қәлбигә салимән, әқлигә қуйимән».
Лекин Атам Мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Өзиниң Муқәддәс Роһи силәргә һәммини үгитиду һәм Мениң ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға салиду.
Униңға охшаш муһим йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй».
Мәсиһийләр үчүн топлинидиған бу сәдиқә тоғрилиқ силәргә хәт йезиверишимниң һаҗити йоқ.
Шуниң үчүн аримиздики роһий җәһәттә пишип йетилгәнләрниң һәммисиниң мошундақ ойлишини үмүт қилимән. Әгәр башқичә ой-пикриңлар болса, Худа буниму силәргә очуқ көрситип бериду.