Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 4:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Шуниң үчүн бу тәлимни рәт қилған киши инсанни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһ ата қилған Худани рәт қилған болиду.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 4:8
21 Referans Kwoze  

Худаниң әмирлиригә әмәл қилған киши Худаға бағлинип яшиған вә Худа униң қәлбидә яшиған болиду. Худаниң қәлбимиздә яшайдиғанлиғини Униң бизгә ата қилған Муқәддәс Роһидин билимиз.


Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә: — Кимду-ким силәрниң сөзүңларға кирсә, Мениң сөзүмгә киргән болиду. Кимду-ким силәрни рәт қилса, Мениму рәт қилған болиду. Мени рәт қилғанлар Мени Әвәткүчиниму рәт қилған болиду, — деди.


Бирақ Мени рәт қилғанларни вә сөзли­римни қобул қилмиғанларни сораққа тартқучи бар. У болсиму ейтқан сөзлирим болуп, қиямәт күни кишиләрни сораққа тартиду.


Чүнки һәр қандақ пәйғәмбәрлик сөз инсанларниң ирадисидин кәлмәйду. Әксичә улар Худаниң сөзлири болуп, ­Муқәддәс Роһниң тәсирләндүрүши билән йәткүзүлгән.


Араңларға киривалған бу адәмләр «Худадин бир ғайибанә көрүнүш кәлди», дәп бузуқлуқ қилип, шу тәриқидә өз тәнлирини булғимақта. Улар Худаниң һоқуқиға писәң қилмай, асмандики улуқларға күпүрлүк қилмақта.


Силәр Худаниң пәрзәнтлири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң Роһини қәлбиңларға салди. Бу Роһ силәрни Худани «Әй сөйүмлүк Ата», дәп чақиртиду.


Бирақ тул аял тул пети турса, техиму бәхитлик болиду. Бу мениң көз қаришим. Лекин мән ойлаймәнки, бу көз қаришимға Худаниң Роһи йетәкчилик қилди.


Бу үмүт бизни һәргиз уятта қалдурмайду. Чүнки Худа бизгә ата қилған Муқәддәс Роһ арқилиқ Өзиниң меһир-муһәббитини қәлбимизгә сиңдүргән.


Худа бу пәйғәмбәрләргә уларниң бу ишларни алдин-ала ейтишиниң өзлири үчүн әмәс, бәлки силәр үчүн екәнли­гини билдүрди. Бүгүнки күндә Хуш Хәвәрни йәткүзгүчиләр асмандин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән бу ишларни силәргә йәт­күзди. Һәтта периштәләрму бу ишларниң әмәлгә ашурулғанлиғини көрүшкә тәлпүниду.


Лекин Худа бу сирларни бизгә Муқәддәс Роһ арқилиқ ашкари­лиди. Чүнки Муқәддәс Роһ һәммә ишни, һәтта Худаниң чоңқур ой-пикирлириниму билиду.


«Қулақ селиңлар, әй Мени мәсқирә қиливатқанлар! Алақзадиликкә чүшүп, өлисиләр! Чүнки Мениң заманиңларда қилмақчи болған ишлиримни көргиниңларда, Кишиләр уни силәргә чүшәндүрсиму ишәнмәйсиләр!»


Пәрвәрдигар кәчтә силәргә гөш бериду. Әтигәндә силәрни тойғидәк нан билән тәминләйду. Чүнки У силәрниң рәнҗигәнлигиңларни аңлиди. Силәрниң биздин рәнҗигиниңлар, әмәлиятта Пәрвәрдигардин рәнҗигәнлигиңлардур! — деди.


Қәлбимизгә Муқәддәс Роһни селиш билән бизгә егидарчилиқ тамғисини бесип, уни Өз вәдисиниң толуқ әмәлгә ашидиғанлиғиниң капалити қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite