7 Чүнки Худа бизни напак әмәс, бәлки пак яшашқа чақирди.
Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур.
Худа бизни қутқузуп, пак яшашқа чақирди. Бу бизниң қилған яхши әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Худаниң ирадиси вә меһир-шәпқити билән болди. Худа бизгә Әйса Мәсиһ арқилиқ бу меһир-шәпқәтни көрситидиғанлиғини дуния яритилиштин илгирила планлиған еди.
болупму бузуқ һәвәслиригә берилгән вә Худаниң һоқуқиға сәл қариған һелиқи сахта тәлим бәргүчиләрни қандақ җазалашни билиду. Улар өзини чоң тутуп, мәғрурларчә иш қилиду һәм асмандики улуқларға һақарәт қилиштин қорқмайду.
Инсанниң гунакар тәбиитигә баш егиши җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ,
Биз бу Хуш Хәвәрни бирәр сахтилиқ, яман нийәт яки һелигәрлик билән йәткүзүватқинимиз йоқ.
Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду.
Улар һар-номусни унтуп, шәһванийлиққа берилип, ачкөзлүк билән һәр хил напаклиқларни қилиду.
Шу сәвәпләрдин Рәббимизгә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мән силәрдин Худаниң чақириғиға мунасип яшишиңларни өтүнүп сораймән.
Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.
Мән бу хәтни һәммиңларға, йәни Худа меһир-муһәббәт көрсәткән вә У муқәддәс хәлқим, дәп чақирған силәр римлиқларға йезиватимән. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!