Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 4:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 Әйса Мәсиһниң өлүп тирилгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, Әйса Мәсиһ қайта кәлгәндә Худаниң аләмдин өткән мәсиһий­ләрни Әйса Мәсиһ билән биллә елип келидиғанлиғиға ишинишимиз керәк.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 4:14
16 Referans Kwoze  

Худаниң Роһи Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрди. Бу Роһ силәрниң қәлбиңларда яшайду. Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргән Худа қәлбиңлардики Өз Роһи арқилиқ силәрниң чирип кетидиған тениңларға һаятлиқ ата қилиду.


Қериндашлар, силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнмәй үмүтсизлик ичидә яшаватқан кишиләрдәк һәсрәт чәкмәслигиңлар үчүн, биз аләм­дин өткән мәсиһийләр тоғрисидики һәқиқәттин хәвәрдар болушуң­ларни халаймиз.


Һәм шу арқилиқ Рәбби­миз Әйса Өзигә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә қайтип кәлгинидә, силәрниң Атимиз Худаниң алдида әйипсиз вә пак болушуңлар үчүн ирадәңларни мустәһкәм қилғай!


Һаят болғучи Өзәмдур­мән. Мән өлгән едим, лекин әнди мәңгү һаят яшаймән. Өлүм вә өлүкләр дияриниң ачқучи Мениң қолумда.


Мән йәнә асманда мундақ бир авазни аңлидим: «Бу сөзни яз: ‹ Буниңдин кейин Рәббимизгә мәнсүп болуп өлгәнләр нәқәдәр бәхитлик! › » Муқәддәс Роһ: «Дурус, улар өз ишлирини түгитип арам алиду. Чүнки қилған яхши әмәллириниң нәтиҗиси улар билән биллә болиду», деди.


Кейин һаят яшаватқан бизләр, йәни бу дунияда һаят кәчүрүватқанлар әшу өлгәнләр билән бирликтә Рәббимиз билән асманда көрүшүш үчүн булутлар арисиға көтири­ли­миз. Шуниңдин кейин Рәббимиз билән мәңгү биргә болимиз.


У периштәлирини җараңлиқ бир канай садаси билән әвәтип, улар арқилиқ Өзи таллиған кишиләрни асманниң бир четидин йәнә бир четигичә, дунияниң төрт булуңидин жиғип бир йәргә җәм қилиду.


Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қайта келидиған һәм бизниң Униң билән бир йәргә җәм болидиған күнүмиз тоғрисида силәрдин шуни өтүнүп сораймизки,


Гад қарақчиларниң һуҗумиға учрар. Лекин у кәйнидин һуҗум қилип, зәрбә берәр.


Әйса Мәсиһ һәм өлгәнләрниң, һәм тирикләрниң Рәбби болуш үчүн өлүп тирилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite