Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 4:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Мана шундақ қилсаңлар, ишәнчиңлар җамаәтниң сиртидики кишиләр алдида иззәт-һөрмәткә егә болуп яшалайсиләр вә ихтисат җәһәттә һеч кимгә беқин­май­силәр.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 4:12
15 Referans Kwoze  

Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параси­тиң­ларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.


Әйса Мәсиһкә ишәнмәйдиғанлар алдида есил пәзиләт билән яшаңлар. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәрни яман адәм дәп төһмәт қилсиму, лекин силәрниң яхши әмәлиятиңларни көрүп, Рәббимиз Әйса қайта кәлгән күни Худани улуқлайду.


Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар, көпчилик яхши дәп қариған ишларни көңүл қоюп қилиңлар.


У җамаәтниң сиртидиму һөрмәткә сазавәр болуши керәк. Шундақ болғанда, башқи­лар уни әйипләлмәйду вә шәйтанму уни алдам халтисиға чүширәл­мәйду.


Әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, җинсий әхлақсизлиқ вә бузуқчилиқ, урушқақлиқ вә көрәлмәсликкә берилмәңлар. Йоруқлуқтики кишиләрдәк пак һаят кәчүрүңлар.


Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.


Һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар.


Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қил­саң­лар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзи­литидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худа­ға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду.


Қериндашлирим, сөзүмниң ахирида шуни ейтимәнки, һәқиқий, махташқа әрзийдиған, адил, пак, гөзәл, шәрәплик, әхлақ-пәзиләтлик вә мәдһийиләшкә сазавәр һәр қандақ ишларға көңүл қоюңлар.


Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун. Әксичә икки билигигә тайинип садақәтмәнлик билән ишлисун. Тапқинидин һаҗәтмәнләргә бөлүп бәрсун.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite