Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 4:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 4:11
23 Referans Kwoze  

Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун. Әксичә икки билигигә тайинип садақәтмәнлик билән ишлисун. Тапқинидин һаҗәтмәнләргә бөлүп бәрсун.


бәлки қәлбиңлардики өчмәс гөзәллик, йәни мулайим­лиқ вә тәмкинлигиңлардин ибарәт болсун, чүнки бундақ гөзәллик Худаниң алдида интайин қиммәтликтур.


Мәсиһий қериндаш­лиримиз һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун. Шундақ болғанда, уларниң һаяти мевисиз болмайду.


болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишни өтүни­мән. Бундақ болғанда, биз аман-есән һаят кәчүрәләймиз. Шундақла һаятимиз Худаға болған садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиду.


Икки билигимизгә тайинип, ишләп җан беқиватимиз. Бизгә тил-аһанәт қилғанларға бәхит тиләватимиз, зиянкәшликкә учрисақ, бәрдашлиқ бериватимиз.


Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатиллиқ, оғрилиқ вә яманлиқларни қилиш яки башқиларниң ишиға арилишиш сәвәвидин болмисун.


Улар йәнә һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқу­рап жүрүп, ғевәт қилип, башқиларниң ишлириға арилишивалидиған валақтәккүрләрдин болуп қелиши мүмкин.


Қисқиси, мәйли бу тәндә яшайли яки бу тәндин ваз кечәйли, нишанимиз йәнила Рәббимизни хурсән қилиштур.


Қизғинлиғиңлар совуп кәтмисун. Әксичә оттәк қизғин қәлбиңлар билән Рәббимизгә хизмәт қилиңлар.


Һәр қандақ ишта силәргә мошундақ әҗир арқилиқ һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини көрсәттим. Шундақ қилсаңлар, Рәббимиз Әйса Өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму зор бәхит», дегинини есиңлар­дин чиқармайсиләр!


Бу сәпәргә чиқмақчи болған адәмниң әһвалиға охшайду. У йолға чиқидиған чағда чакарлириниң хизмәт даирисини бәлгүләп, уларниң һәр биригә бирдин вәзипә тапшуриду. Дәрвазидики күзәтчигиму һошияр болушни тапилайду.


Башқа кишиләр салған һулниң үстигә бена салмаслиқ үчүн, Әйса Мәсиһниң нами әзәлдин аңланмиған йәрләрдә бу Хуш Хәвәрни тарқитишқа тиришип кәлдим.


уларниң йенида қелип ишлиди. Чүнки бурундин чедир ясаш билән турмуш кәчүридиған Павлус улар билән кәсипдаш чиқип қалди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite