Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 3:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Лекин йеқинда йениңлардин қайтип кәлгән Тимотий ишәнчиң­лар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип кәлди. У силәрниң бизни һәр дайим хурсәнлик билән әсләп турғанли­ғиң­ларни, худди бизниң силәрни көргүмиз кәлгәндәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 3:6
24 Referans Kwoze  

Дайим мени әсләп турғанлиғиңлар вә мән силәргә йәткүзгән тәлим­ләргә әмәл қилғанлиғиңлар үчүн силәрни махтаймән.


Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргән әҗриңларни вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз.


Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус барлиқ вақтини Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүшкә сәрип қилип, йәһудийларға һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә гувалиқ бәрди.


Мениң силәрни қанчилик сеғинғанлиғимға һәм Әйса Мәсиһ маңа ата қилған меһир-муһәббәт билән силәрни қанчилик сөйидиғанлиғимға Худа Өзи гувадур.


Худаниң әмри шуки, Униң Оғли Әйса Мәсиһкә ишинишимиз һәм Әйса Мәсиһниң бизгә буйруғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.


Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.


Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.


Чүнки мән сениң Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиң вә барлиқ мәсиһийләргә болған меһир-муһәббитиң тоғрисида һәр дайим аңлап туруватимән.


Мән худди әҗдатлиримға охшаш Худаға пак вижданим билән хизмәт қиливатимән. Мән сән үчүн Худаға шүкүр ейтимән. Мәйли кечә яки күндүз болсун дуалиримда сени дайим әсләп туримән.


Бизниң бундақ буйруқ қилишимиздин мәхсәт, пак қәлб, сап виждан вә чин ишәнчтин келип чиққан меһир-муһәббәтни башқиларға көрситишиңлар үчүндур.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Қериндашлар, биз амалсиз һалда силәрдин вақитлиқ айрилдуқ. Биз силәр билән биллә болмисақму, қәлбимиз йәнила силәр билән биллә. Биз силәр билән йәнә бир қетим дидар көрүшүшкә интизар болғанлиғимиз үчүн, йениңларға беришқа интайин тириштуқ!


Қериндашлар, бизниң қандақ тиришип-тирмишип ишлигәнлигимиз җәзмән есиңларда бардур. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн, бир тәрәптин кечә-күндүзләп ишләп турмушумизни қамди­сақ, йәнә бир тәрәптин Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.


Мәнки Павлус бу ахирқи саламни өз қолум билән йезиватимән. Мениң пут-қоллиримниң кишәнлик екәнлигини унтумаңлар. Худа­ниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!


Чүнки биз силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлардин вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә меһир-муһәббәт көрсәткиниңлардин хәвәр таптуқ.


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Мана бу дунияда ишәнч, үмүт вә меһир-муһәббәттин ибарәт бу үчи давамлиқ моҗут болуп туриду. Буларниң ичидә әң улуқ болғини меһир-муһәббәттур.


Бу ишлардин кейин Павлус Афина шәһиридин Коринт шәһиригә барди.


Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди.


Қериндашлар, силәрниң ишән­чиңлар аҗизлашмапту. Мошундақ җапа-мәшәқәт вә қийинчи­лиқлар ичидә турған биз буниңдин чоң илһам алдуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite