4 Биз силәр билән биллә болған вақтимизда, һәммимизниң қийинчилиқларға учрайдиғанлиғимизни силәргә алдин-ала ейтқан едуқ. Әмәлияттиму дегинимиздәк болди.
Қериндашлар, силәрниң әһвалиңларму Худаға ишәнгән вә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә охшайду. Чүнки уларниң шу йәрдики йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учриғиниға охшаш, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин зиянкәшликкә учридиңлар.
Силәргә йәнә шуму мәлумки, биз қешиңларға бериштин илгири Филипи шәһиридә турған вақтимизда, у йәрдә азап чәктуқ вә һақарәткә учридуқ. Кейин силәрниң шәһириңлардиму йәнә қаттиқ қаршилиқларға учридуқ, лекин биз Худаниң ярдими билән ғәйрәткә келип, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.
Лекин Салоникидики йәһудийлар Павлусниң Берияда һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигини аңлап, у йәргә берип Павлусқа зиянкәшлик қилиш мәхситидә топилаң көтирип, аммини қутратти.
Лекин мән өз вәзипәмни түгитишим, Рәббимиз Әйсаниң тапшурған хизмитини муваппәқийәтлик орунлишим, йәни Худаниң меһир-шәпқити тоғрисидики Хуш Хәвәрниң гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимай, Йерусалимға кетиватимән.
Павлус билән униң һәмралири сәпирини давамлаштуруп, Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Салоника шәһиригә кәлди. У йәрдә йәһудийларниң ибадәтханиси бар еди.
Есиңларда болсунки, Мән буларни ейтиш билән силәрни алдин-ала агаһландуруп қойдум.
Буларни мән силәр билән биллә болған вақтимда ейтқанлиғим есиңларда барду?
Биз силәрниң йениңларда болғинимизда, силәргә: «Ишлимигән чишлимәйду!» дегән едуқ.