Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 3:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Рәббимиз силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздәк толуп таштурғай.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 3:12
21 Referans Kwoze  

Мән шуниңға дуа қилимәнки, Худа тоғрисидики билимиңлар вә даналиғиңларниң ешиши арқилиқ меһир-муһәббитиңлар барғансири ешип барсун.


Униңға охшаш муһим йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй».


Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қайтурмаңлар, әксичә бир-бириң­ларға вә барлиқ кишиләргә һемишәм яхшилиқ қилишни нийәт қилиңлар.


Меһир-муһәббәт көрситиштә өз-ара бир-бириңларға қәриздар болғандин башқа, һеч кимгә һеч қандақ қәриздар болмаңлар. Чүнки башқиларни сөйгән киши Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурған болиду.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Һалбуки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшашниң беридиған мевилири меһир-муһәббәт, хошал-хорамлиқ, течлиқ-аманлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, садиқлиқ,


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Шу чағда силәргә шундақ муһәббәт бағлиған едуқки, биз Худаниң Хуш Хәвиринила әмәс, өз җенимизниму тәғдим қилишқа рази едуқ. Чүнки силәрни шу қәдәр яхши көрәттуқ!


садақәтмәнлигиңларға қериндашларни сөйүшни, қериндашларни сөйүшүңларға башқиларға меһир-муһәббәт көрситишни қошушқа тиришиңлар.


Башқиларниң өзәңларға қандақ муамилә қилишини күтсәңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар. Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири мана шу.


Әксичә ишәнчиңлар Рәббимиз болған Қутқазғу­чимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити вә Уни тонушуңлар арқилиқ давамлиқ өсүп барсун. Барлиқ шан-шәрәп Рәббимизгә әбәдил-әбәт мәнсүп болғай!


Һәр қандақ есил вә кам-котисиз илтипат Худадин келиду. Асмандики пүткүл йоруқлуқларни яратқан Худа йоруқлуқтин пәйда болған көләңгиләрдәк өзгиришчан әмәс.


Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


Он икки шагирти һәзрити Әйсаға: — Ишәнчимизни күчәйткәйсиз, — дейишти.


Деханға териғили уруқ, йегили озуқ ата қилған Худа силәрниң һаҗәт­­мәнләргә техиму мәртлик билән берәлишиңлар үчүн, силәрдә барни көпәйтиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite