Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Силәргә мәлумки, биз һеч қачан силәрниң йениңларға хошамәт қилғили яки ниқаплинип тамахорлуқ қилғили бармидуқ. Буниңға Худа гувадур.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:5
34 Referans Kwoze  

Һәҗәва, мән силәргә әвәткән адәмләрниң бирәрси арқилиқ силәрдин пайда алдимму?


Мән чин қәлбим билән хизмәт қилип келиватқан Худа мениң Өз Оғли тоғрисидики Хуш Хәвәрни йәткүзүш йолида силәрни дуалирим­да дайим әсләп туруватқанлиғимға гувадур. Худаниң ирадиси билән силәрниң йениңларға беришим үчүн, ахир бир пурсәтниң болушини Униңдин тиләймән.


Силәргә мәлумки, мән һеч қачан һәр қандақ кишиниң кийимлиригә яки алтун-күмүчлиригә көз қиримниму салмидим.


Худа гува болсунки, силәргә йезиватқанлирим ялған әмәс.


Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду.


қойчи қойлириға яхши қариғини­ға охшаш, силәрму Худа силәргә аманәт қилған мәсиһийләр җамаити­ниң һалидин хәвәр елиңлар. Буни мәҗбурийәт, бәлки Худаниң ирадиси бойичә разимәнлик билән қилиңлар. Пул тепиш үчүн әмәс, қизғинлиқ билән қилиңлар.


Мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болған бундақ киши Худаниң хизмитини зимми­сигә алғанлиғи үчүн, шундақ әйипсиз болуши керәкки, һәргиз тәрса, чос мүҗәз, һарақкәш, зораван, мал-дунияға тамахор болмаслиғи,


Мәсиһийләрдин болған силәрниң араңлардики әмәлий һәрикити­миз­ниң пак, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзәңлар гувалиқ берәләй­силәр, буниңға Худаму гувадур.


Қәлбиңлардин бизгә орун бериңлар. Биз һеч кимгә наһәқлиқ қилми­дуқ, һеч кимни ишәнч йолидин аздурмидуқ, һеч қачан өзимиз­ниң мәнпийитини көзлимидуқ.


Чүнки улар ялған-явдақ сөзләр билән махтинип, өзини хата йолдин йеңила тартқанларниң шәһваний һәвәслирини қозғитиш билән уларни аздуриду.


Худди җамаәтниң йетәкчилиригә охшаш, җамаәтниң хизмәтчили­риму есил-пәзиләтлик, сәмимий гәп қилидиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, мал-дунияға тамахор болмайдиған кишиләрдин болуши,


шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талаш­майдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши,


Уятлиқ, йошурун ишларни қилиш­тин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.


Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилай­ди­ғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.


Бундақ кишиләр Рәббимиз Әйса Мәсиһкә әмәс, бәлки өз нәпси үчүн хизмәт қилиду. Улар силиқ-сипайә гәпләр вә хошамәтчилик қилиш билән саддә адәмләрниң каллисини қаймуқ­туриду.


Мән Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғим үчүн, һәқиқәтни сөзләй­мән, ялған сөзлимәймән. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болған вижданимму буниңға испат болалайду.


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиң­лар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигән­ләрниң киришигә йол қоймидиңлар. {


Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худа­ниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз.


Буларниң һалиға вай! Чүнки улар өз инисини өлтүргән Қабилниң йоли билән маңди. Пул тепиш үчүн Билъамға охшаш һәр қандақ яман ишни қилди. Кораһ Худаға қарши исиян көтирип һалак болғандәк, уларму ахир һалак болиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite