Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Әмәлиятта Худа бизни лайиқ көрүп, Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзиписини бизгә тапшурди. Биз Хуш Хәвәрни инсанларни хурсән қилиш үчүн әмәс, бәлки бизниң қәлбимизни күзитиватқан Худани хурсән қилиш үчүн йәткүзүватимиз.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:4
38 Referans Kwoze  

Мениң бундақ дейишим инсанларни хурсән қилиш үчүнму? Яқ, мениң бундақ дейишим Худани хурсән қилиш үчүндур. Әгәр мән инсанларни хурсән қилишни истигән болсам, Әйса Мәсиһниң садиқ хизмәткари болмиған болаттим.


Инсанларниң қәлбини күзитип туридиған Худа Муқәддәс Роһниң немә дәватқанлиғини чүшиниду. Чүнки Муқәддәс Роһ Худаниң ирадиси бойичә, Худаниң муқәддәс хәлқи үчүн мураҗиәт қилиду.


Дәл әксичә улар Худаниң Петрусқа йәһудийларға Хуш Хәвәр йәткүзүш вәзиписини тапшурғинидәк, маңиму йәһудий әмәсләргә бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшни тапшурғанлиғини тонуп йәтти.


Саңа аманәт қилинған бу қиммәтлик һәқи­қәт­ни һәммимизниң қәлбидә бар болған Муқәддәс Роһниң ярдими билән сақла.


Ғоҗайи­­ниңларни хурсән қилиш үчүн, пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм уларға хизмәт қилиңлар. Чүнки силәр Әйса Мәсиһ­ниң хизмәткари болуш сүпитиңлар билән Худаниң ирадисигә чин дилиңлардин әмәл қилишиңлар керәк.


Худа бәлгүләнгән вақитта бу мәңгүлүк һаят тоғрисидики Хуш Хәвәрни ашкарилиди. Қутқаз­ғучимиз Худа Өз әмри билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзипи­сини маңа тапшурди.


Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди.


Уятлиқ, йошурун ишларни қилиш­тин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.


Әгәр Хуш Хәвәрни өз ихтиярим билән тарқатқан болсам, Худадин һәқ елишим керәк еди. Лекин Худа бу вәзипини маңа тапшурған екән, мән буни бир җавапкәрчилик, дәп орунлаймән.


Әгәр силәр бу дуниядики байлиқларни бир тәрәп қилишта сәмимийәтсиз болсаңлар, Худа қандақму җәннәттики һәқи­қий байлиқни силәргә ата қилсун?


Униң пәрзәнт­лирини әҗәллик кесәл билән һалак қилимән. У чағда пүткүл мәсиһийләр җамаәтлиригә кишиләрниң ой-пикри вә қәлбини яхши билгүчиниң Өзәм екәнлигимни билдүримән һәм һәр бириңларға қилған әмәлиятиңларға яриша яндуримән.


Худадин йошуруналайдиған һеч қандақ мәвҗудат йоқтур. Биз һесап беридиған Худа алдида һәммә нәрсә очуқ-ашкаридур.


Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләр­дин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартиш­ли­ри­дин сақлан.


Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға һәммә ишта бойсунуң­лар. Буни уларни хурсән қилиш үчүн пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм чин қәлбиңлар вә Рәббимизгә болған чоңқур һөрмитиңлар билән қилиңлар.


Рәббимиздин әйминишни билгән екәнмиз, инсанларни бу һәқтә қайил қилишқа тиришимиз. Бизниң қандақ адәм екәнлигимиз Худаға аян. Вижданиңларниңму бизниң қандақ адәм екәнлигимизни тонуп йетишини үмүт қилимән.


Сән мәндин үгәнгән тәлимләрни көп мәсиһийләр аңлиған вә бу тәлимләрниң тоғра екәнлигигә гувалиқ берип кәлгән. Әнди бу тәлимләрни ишәнчлик һәм башқиларға тәлим берәләйдиған киши­ләргә йәткүзгин.


Шуниң үчүн биз буниңдин кейин һеч кимгә бу дунияниң көз-қариши билән қаримаймиз. Гәрчә биз бурун мошу көз-қараш билән Әйса Мәсиһни пәқәтла бизгә охшаш бир инсан дәп қариған болсақму, әнди ундақ дәп қаримаймиз.


Хетиңлардики бойиға йәткән қизлар мәсилисигә кәлсәк, Рәбби­миз­дин улар тоғрисида бирәр әмир алмидим. Шундақтиму өз пикирли­римни оттуриға қоймақчимән. Рәббимиз маңа рәһим-шәпқәт көрсәт­кәнлиги үчүн, мениң сөзлирим ишәнчликтур.


Үчинчи қетим йәнә: — Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус һәзрити Әйсаниң бу соални үч қетим сориғанлиғиға көңли бир қисма болуп: — Рәббим, Сиз һәммини билисиз, Сизни сөйидиғанлиғимниму билисиз, — деди. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни отлат.


Һәзрити Әйса мундақ деди: — Ким ишәнчлик вә зерәк чакар болса, ғоҗайин уни башқа чакар­лири үстидин күзитип, ғоҗайинниң озуқ-түлүгини уларға вақти-вақтида тәхсим қилип беришкә қойиду.


Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилай­ди­ғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.


Кимгә Худа тоғрисида тәлим бериш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң сөзлирини сөзлисун, кимгә башқиларға хизмәт қилиш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң бәргән күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Буниң билән һәммә ишта Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ мәдһийилиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite