3 Биз бу Хуш Хәвәрни бирәр сахтилиқ, яман нийәт яки һелигәрлик билән йәткүзүватқинимиз йоқ.
Уятлиқ, йошурун ишларни қилиштин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.
Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилайдиғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.
Чүнки Худа бизни напак әмәс, бәлки пак яшашқа чақирди.
Қәлбиңлардин бизгә орун бериңлар. Биз һеч кимгә наһәқлиқ қилмидуқ, һеч кимни ишәнч йолидин аздурмидуқ, һеч қачан өзимизниң мәнпийитини көзлимидуқ.
Биз қәйәргә барсақ, өзимизни әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһни җакалаймиз. Өзимизгә кәлсәк, биз пәқәт Әйса Мәсиһ үчүн силәрниң хизмәткариңлармиз.
Биз әлчиләр силәргә уқтурған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә қайта келидиғанлиғи тоғрисидики һәқиқәтни һәргизму өзимиз ойдуруп чиқмидуқ. Биз Әйса Мәсиһниң шан-шөһритини өз көзүмиз билән көргәнмиз.
Шу сәвәптин Худа уларға һәқиқәттин чәтнитидиған бир күч әвәтиду. Буниң билән улар ялған гәпләргә ишиниду.
Силәргә мәлумки, биз һәр бириңларға ата пәрзәндигә әҗир сиңдүргәндәк әҗир сиңдүрдуқ,
Чүнки бундақлар сахта әлчиләр, һелигәрләр болуп, өзлирини Әйса Мәсиһниң әлчиси, дәп пәдәзливалғанлардур.
Мәсилән, мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийлардин Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Әлчиләр уни Барнаба, йәни «илһамландурғучи» дәп ататти.
Тәврат вә Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин тәлимләр оқулғандин кейин, ибадәтханиниң җавапкәр адәмлири уларни чақиртип: — Қериндашлар, әгәр җамаәтни илһамландуридиған гәп-сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.
Һөрмәткиму сазавәр болдуқ, һақарәтләргиму учридуқ. Әйипкиму буйрулдуқ, махташқиму муйәссәр болдуқ. Кишиләр бизни алдамчиму деди, бирақ биз дурус кишиләрмиз.