Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Силәргә йәнә шуму мәлумки, биз қешиңларға бериштин илгири Филипи шәһиридә турған вақтимизда, у йәрдә азап чәктуқ вә һақарәткә учридуқ. Кейин силәрниң шәһириңлардиму йәнә қаттиқ қаршилиқларға учридуқ, лекин биз Худаниң ярдими билән ғәйрәткә келип, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:2
27 Referans Kwoze  

Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән кеңәшмә башлиқлири уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти. Уларниң бурун һәзрити Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди.


Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худа­ниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән.


Бирақ Павлус ясавулларға: — Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни соал-сорақ қил­майла халайиқниң алдида қанунсиз һалда калтәк билән урғузуп, зинданға ташлиди. Әнди улар бизни оғрилиқчә қоғлимақчиму? Бундақ қилса болмайду, бизни Рим әмәлдарлири өзлири келип елип кәтсун! — деди.


Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз билән­ла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Булар­ниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди.


Мениң силәр вә Лаодикия шәһиридикиләр һәм мени техи көрмигән башқа кишиләр үчүн қандақ тиришип-тирмишип ишләватқанлиғимни билишиңларни халаймән.


Шуңа у йәһудийларниң ибадәтханисида йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр билән сөһбәтлишәтти һәм һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән бу тоғрилиқ муназирилишәтти.


Павлус билән Барнаба у йәрдә хелә узун туруп, Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити тоғриси­дики Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзди. Рәббимиз Әйсаму уларға мөҗүзә вә карамәтләрни көрситиш қабилийитини берип, улар йәткүзгән Хуш Хәвәрниң раст екәнлигини испатлиди.


Әлчиләр кеңәшмидин чиқип, Худаниң өзлирини һәзрити Әйсаниң нами үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көргәнлигидин интайин хурсән болушти.


Уларниң дуалири аяқлашқанда, уларниң турған йери тәвринип кәтти. Улар Муқәддәс Роһқа чөмүп, Худаниң сөзлирини жүрәклик йәткүзүшкә башлиди.


Амма биз көргән вә аңлиған­лиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди.


Қәдирлик қериндашлирим, мән әсли силәргә һәммимиз һөзүр­линиватқан қутқузулуш йоли тоғрисида йезишқа интизар болуп кәлгән едим. Бирақ һазир буниң орниға силәрни Хуш Хәвәрниң һәқиқитини сақлаш үчүн күрәш қилишқа илһамландуруш мәхситидә бу хәтни йезиш керәклигимни һис қилдим. Худа бу өзгәрмәс һәқи­қәтни бир йолила Өзиниң муқәддәс хәлқигә аманәт қилған.


Үч ай давамида Павлус Әфәс шәһиридики йәһудийлар ибадәт­ханисиға кирип, улар билән жүрәклик сөзлишип, уларни Худаниң Падишалиғи тоғрисидики тәлимгә қайил қилишқа тиришти.


У йәрдин ичкириләп, Македонийәниң шу райондики Филипи дегән муһим шәһәргә кирдуқ. Буму римлиқлар орунлишивалған вә улар башқуруватқан шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.


Ахирида һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр өз башлиқлири билән бирликтә әлчиләрни қийнап, чалма-кесәк қилип өлтүрмәкчи болди.


Хизмәткар қиз пал ачалмайдиған болуп қалғандин кейин ғоҗайин­лири пул тепиш хияллириниң йоққа чиққанлиғини билишип, Павлус билән Силасни тартип чиқип, уларни шәһәр мәйданиға, башлиқларниң алдиға елип барди.


Павлус билән униң һәмралири сәпирини давамлаштуруп, Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Салоника шәһиригә кәлди. У йәрдә йәһудийларниң ибадәтханиси бар еди.


Әлчи болушқа чақирилип, Худаниң Хуш Хәвирини тарқитишқа тал­ланған, Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин салам!


Биздә шундақ бир үмүт болғачқа, жүрәклик һалда Хуш Хәвә­рни йәткүзүватимиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite