Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси15-16 Бурун йәһудийларниң әҗдатлири пәйғәмбәрләрни өлтүргән, кейин уларниң әвлатлири Рәббимиз Әйсани өлтүрди. Һазир йәнила бәзи йәһудийлар бизгиму зулум селип, бизни биз Хуш Хәвәр тарқитиватқан шәһәрләрдин қоғлап чиқарди. Уларниң бундақ қилмишлири Худаниң ғәзивини кәлтүриду. Улар худди пүткүл инсанлар билән дүшмәнләшкәндәк, бизниң йәһудий әмәсләрниң қутқузулушиға еришиши үчүн уларға бу Хуш Хәвәрни тарқитишимизға тосқунлуқ қиливатиду. Буниң билән улар гуналирини үзлүксиз көпәйтип чекигә йәткүзмәктә. Шуниң үчүн Худаниң ғәзиви әнди уларға чүшүш алдида туриду. Gade chapit la |