Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиң­лар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:13
41 Referans Kwoze  

Худаниң сөзи һаятий күчкә егә болған үнүмлүк сөздур. У һәр қандақ қош бислиқ қиличтинму иштик болуп, җан билән роһни, жилик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк өткүрлүк билән киши­ләрниң көңлигә кирип, уларниң йошурун арзу-һәвәс вә ой-пикирлирини паш қилиду.


Ишәнч Хуш Хәвәрни аңлаштин келиду; Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидидур.


Чүнки силәр қайтидин туғулдуңлар. Бу йеңи һаят һаман өлүп кетидиған инсанлар арқилиқ әмәс, бәлки Худаниң сөзи, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү моҗут сөзи арқилиқ болди.


Бирақ Рәббимизниң сөзи мәңгү моҗут болиду!» Биз силәргә йәткүзгән Хуш Хәвәр дәл Рәббимизниң сөзидур.


Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.


— Худаниң сөзини аңлап, униңға бойсунидиған киши униң­динму бәхитлик! — деди һәзрити Әйса.


Йәһудий әмәсләр бу сөзни аңлап, хошал болушти вә һәзрити Әйса һәққидики бу тәлимләр үчүн Худаға мәдһийә ейтишти. Худа тәрипидин мәңгүлүк һаятни қобул қилишқа талланғанларниң һәм­миси һәзрити Әйсаға ишәнди.


Әйса Мәсиһкә бу үмүтни бағлиған һәр қандақ киши өзини пак тутиду, чүнки Әйса Мәсиһ пактур.


У чағда кесилим силәр үчүн бир аваричилиқ болсиму, лекин силәр мени камситмидиңлар, рәт қилмидиңлар. Әксичә мени Худа әвәткән бир периштәни, һәтта Әйса Мәсиһни күткәндәк күтүвалдиңлар.


Бизләр­дики пәрәнҗиләр еливетилгәчкә, Рәббимизниң улуқлуғини көрүватимиз. Буниң билән биз Рәббимизгә охшаш болушқа өзгәртилип, бара-бара Униң улуқлуғини техиму әкис әттүрүватимиз. Бу Рәббимиздин, йәни Муқәддәс Роһтиндур.


У йәрниң адәмлири Салоникидикиләргә қариғанда кәң миқияста болуп, улар Павлус билән Силасниң һәзрити Әйса һәққидә бәргән тәлимини қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра-хаталиғини билиш үчүн, һәр күни Муқәддәс Язмиларни издинип үгәнди.


Хуш Хәвәр силәргә йәткәндә, силәр Худаниң меһир-шәпқитини һәқиқий тонуп йәттиңлар. Ушбу Хуш Хәвәр араңларда биринчи күндин тартип мевә берип, өз тәсирини көрсәт­кинидәк, һазирму дунияниң нурғун җайлирида шундақ қилмақта.


— Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғанларниң һәммиси Мениң анам вә ака-инилиримдур, — деди һәзрити Әйса көпчиликкә.


Уларму өзлирини һәқиқий атисун, дәп Өзәмни Саңа атаймән.


Силәрни қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду; Мени қобул қилғанлар болса Мени әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.


Уларни һәқиқи­тиң арқилиқ Өзәңгә атиғузғайсән, чүнки Сениң сөзлириң һәқтур.


Силәр путалған шахларға охшаш болуп, Мән силәргә йәткүзгән сөзләр арқилиқ аллибурун пак болдуңлар.


Бу тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ Худаниң сөзидур.


Силәр өзәңлар сөзлимәйсиләр, бәлки асмандики Атаңларниң Роһи силәр арқилиқ сөзләйду.


Муқәддәс пәйғәмбәрлиримиз бурун ейтқан сөзләрни вә Қутқазғучимиз, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ әлчиләр арқилиқ бәргән әмирләрни есиң­ларда тутушуңларни сораймән.


Худа Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәттин ибарәт болған сөзи арқилиқ йеңи һаятқа ериштүрди. Буниң билән худди дәсләпки һосулниң мевиси Худаға аталғинидәк, биз мәсиһийләр пүткүл инсанлар ичидә тунҗа болуп Худаға аталдуқ.


Павлусниң өлгәнләрниң тирилиши һәққидә ейтқанлирини аңли­ған бәзи кишиләр уни мәсқирә қилишқа башлиди. Йәнә бәзиләр: — Бу ишни йәнә бир аңлашни арзу қилимиз, — деди.


Аңлиғучилар ичидә Тиятира шәһиридин кәлгән Лидия исимлиқ бир аял бар еди. Сөсүн рәңлик рәхт сатидиған Лидия гәрчә йәһудий болмисиму, Худаға ибадәт қилатти. Худа униң қәлбини йорутуши билән, у Павлусниң тәлимини қобул қилди.


Шуниң үчүн дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири­ниң қәдәм тәшрип қилғанлири толиму убдан болди. Әнди биз һәммимиз Худа өзлиригә дегән барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида тәйяр туруптимиз.


Нурғун кишиләр униң сөзлиригә ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилди. Шу күни үч миңчә киши мәсиһийләр җамаитигә қошулди.


Йерусалимдики әлчиләр самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти.


Бир күни һәзрити Әйса Гинәсар көлиниң бойида турғанда, кишиләр Униңдин Худаниң сөзини аңлаш үчүн Униң әтрапиға зич олашти.


Худаниң арамлиғи һәққидики бу Хуш Хәвәр худди чөлдики исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири ишәнчи билән жуғурулмиғанлиқтин, уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite