Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Силәргә мәлумки, биз һәр бириңларға ата пәрзәндигә әҗир сиңдүргәндәк әҗир сиңдүрдуқ,

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:11
40 Referans Kwoze  

Қериндашлирим, силәрдин өтүнимәнки, бу қисқиғина хәттики несиһәтлиримни разимәнлик билән қобул қилғайсиләр.


Худаниң, Әйса Мәсиһниң вә Худа таллиған периштәләр­ниң алдида саңа шуни буйруймәнки, сән бу сөзлиримгә қәтъий әмәл қил. Айримчилиқ қилма, һәр қандақ ишта бир тәрәпкә ян басма.


Бундақларға Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, теч яшап, әмгигиңлар билән нан тепип йәңлар.


Шуниң үчүн һазирму бир-бириңларни бурунқиға охшаш давамлиқ илһамландуруп, бир-бириңларниң ишәнчини күчәйтиңлар.


Әйса Мәсиһниң әлчилиридин болған­лиғимиз үчүн, ярдимиңларни тәләп қилишқа һәқлиқ едуқ, лекин силәргә худди балилирини бағриға басқан мулайим анидәк муамилә қилдуқ.


Сән бу тәлимләрни мәсиһийләр җамаитигә үгәт. Уларға илһам бәр һәм пүтүн һоқуқуңни ишлитип, уларниң яман илләтлирини түзәт. Һеч ким сени камситмисун.


Яш әрләрниму өзини тутувалалайдиған болушқа чақирғин.


Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиқ­қа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрли­ниш­кә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун.


Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,


Ғоҗайинлириму мәсиһий болса, қуллар: «Биз һәммимиз Худаниң аилисидики қерин­даш­ларғу», дәп уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә ғоҗайинли­риға техиму яхши хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин һөзүрли­нидиған ғоҗайинлар дәл Худаниң яхши көридиған бәнди­лиридур. Сән мәсиһийләргә бу тәлимләрни үгәткин вә тапилиғин.


Мәсиһийләрниң башқилар тәрипи­дин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн, сән җамаәткә бу ишлар тоғрисида тәрбийә бәргин.


Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


У шу әтраптики җайларни арилап, мәсиһийләрни илһамландуридиған нурғун сөзләрни қилғандин кейин, Юнанға берип,


Қулларға һәр қандақ ишта ғоҗайинлириға бойсунушни үгәт­кин. Улар гәп яндурмай, оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәммә ишта ишәнчлик екәнлигини көрситип, ғоҗайинлирини рази қилсун. Шундақ болғанда, улар башқиларни Қутқазғучимиз Худа тоғрисидики тәлимләргә һәр җәһәттин җәлип қилалайду.


Рәббимизниң нами билән агаһландуримәнки, әнди Худаға ишәнмәй­диғанлардәк әрзимәс ой-пикирләр бойичә яшимаңлар.


У йәрдә мениң бәш қериндишим бар. Уларниң бу азап-оқубәтлик йәргә кәлмәслиги үчүн, уларни агаһландуруп қойсун».


Бу яман ишларда қериндашлириңларни алдап, улар­дин пайдилинип кәтмәңлар. Илгири силәрни агаһландурғинимиз­дәк, Рәббимиз мана шундақ гуналар түпәйлидин инсанларни җазалайду.


Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.


Мән үчүн пәрзәнтлиримниң һәқиқәт йолида меңиват­қанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур.


Буларни мән силәр билән биллә болған вақтимда ейтқанлиғим есиң­ларда барду?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite