Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Мәсиһийләрдин болған силәрниң араңлардики әмәлий һәрикити­миз­ниң пак, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзәңлар гувалиқ берәләй­силәр, буниңға Худаму гувадур.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 2:10
26 Referans Kwoze  

Силәргә аманәт қилинған бу мәсиһийләр җамаитиниң һөкүмрани болувалмаңлар, әксичә бу җамаәткә үлгә болуңлар.


Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз билән­ла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Булар­ниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди.


Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.


Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учри­ған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә диққәт-етивариң­ни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар.


Улар кәлгәндин кейин, Павлус уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.


Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол.


Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзәңлар билисиләр, чүнки биз силәр билән биллә болғанда һорунлуқ қилип, лағайлап жүрмигәндуқ.


Силәргә мәлумки, биз һеч қачан силәрниң йениңларға хошамәт қилғили яки ниқаплинип тамахорлуқ қилғили бармидуқ. Буниңға Худа гувадур.


Немә үчүн силәрдин һәқ алми­дим? Силәрни сөймәйдиғанлиғимдинму? Худаға аянки, силәрни сөйимән!


Қәлбиңлардин бизгә орун бериңлар. Биз һеч кимгә наһәқлиқ қилми­дуқ, һеч кимни ишәнч йолидин аздурмидуқ, һеч қачан өзимиз­ниң мәнпийитини көзлимидуқ.


Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән.


Шуниң үчүн бүгүн силәргә шуни җиддий ейтип қояйки, араңларда һәр қандақ бир киши қутқузулмиса, мән җавапкәр әмәсмән.


Рәббимиз Әйсаниң Атиси, мәңгү мәдһийиләшкә әрзийдиған Худаға аянки, ялған ейтмидим.


Рәббимиздин әйминишни билгән екәнмиз, инсанларни бу һәқтә қайил қилишқа тиришимиз. Бизниң қандақ адәм екәнлигимиз Худаға аян. Вижданиңларниңму бизниң қандақ адәм екәнлигимизни тонуп йетишини үмүт қилимән.


Уятлиқ, йошурун ишларни қилиш­тин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.


Бизниң җазалинишимиз һәқлиқ. Биз өз қилмишлиримизниң җазасини тарттуқ, лекин У һеч қандақ яманлиқ қилмиғанғу! — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite