Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 1:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Нәтиҗидә силәрму Македонийә вә Юнан өлкилиридики пүткүл мәсиһийләргә үлгә болдуңлар.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 1:7
14 Referans Kwoze  

Өзәң­му һәр қандақ ишта яхши әмәлиятиң билән уларға үлгә бол. Пак нийәт, еғир бесиқлиқ


Силәргә аманәт қилинған бу мәсиһийләр җамаитиниң һөкүмрани болувалмаңлар, әксичә бу җамаәткә үлгә болуңлар.


Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол.


Рәббимиз һәққидики сөзләр силәрдин башлинип, Македонийә вә Юнанғила әмәс, һәммә йәргә тарқилипту. Биз у йәрләргә барғини­мизда, кишиләрниң силәрниң Худаға болған ишәнчиңлардин аллиқа­чан хәвири барлиғини уқтуқ. Шуңа бизниң ишәнчиңлар тоғрисида йәнә еғиз ечишимизниң һаҗити йоқ.


У йәрдин ичкириләп, Македонийәниң шу райондики Филипи дегән муһим шәһәргә кирдуқ. Буму римлиқлар орунлишивалған вә улар башқуруватқан шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһкә әлчи болушқа чақири­лған мәнки Павлус вә қериндишимиз Тимотийдин Коринт шәһири­дики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә, җүмлидин Юнан өлкисиниң һәр қайси җайлиридики Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә салам!


Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики һоҗриға чиқти. Уларниң арисида Петрус, Юһанна, Яқуп, Әндәр, Филип, Томас, Бартоломай, Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәр­вәр Симун вә башқа бир Яқупниң оғли Йәһудалар бар еди.


Әмәлиятта силәр пүтүн Македонийә өлкисидики қериндашларға шундақ қиливатисиләр. Шундақ болсиму, қериндашлар, меһир-муһәббәт көрситиштә техиму тиришишиңларни сораймиз.


Чүнки ярдәм бериштә қизғин екәнлигиңларни билимән. Мән Македонийәдики мәсиһийләр алдида Юнан өлкисидики силәрниң өткән жилдин бери, сәдиқә беришкә тәйяр екәнлигиңлардин махтинип кәлдим. Дәл силәрниң бу қизғин­лиғиңлар уларниң көпчилигини сәдиқә топлаш үчүн қозғатти.


Бу ишлардин кейин Павлус Афина шәһиридин Коринт шәһиригә барди.


Ғаллийо Юнан өлкисиниң һакими болған вақтида, йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп сотқа апирип, униң үстидин:


Бу ишлардин кейин Павлус Македонийә вә Юнан өлкиси арқилиқ Йерусалимға қайтиш қарариға кәлди. У: — У йәргә барғандин кейин Рим шәһиригә беришим керәк, — деди.


Чүнки Македонийә вә Юнан өлкилиридики мәсиһийләр җамаити сәдиқә топлап, Йерусалимдики мәсиһийләр арисидики йоқсулларға ярдәм беришни лайиқ тапти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite