Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 1:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Әй Худа сөйгән қериндашлар, бизгә мәлумки, Худа силәрни таллиди.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 1:4
14 Referans Kwoze  

Әй Рәббимиз сөйгән қериндашлар, силәр үчүн һәр дайим Худаға шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Сәвәви силәрниң Муқәддәс Роһ тәрипидин пак қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ Худа силәрни қутқузулушқа алдин-ала таллиди.


Әй қериндашлар, Худа силәрни Өзиниң муқәддәс хәлқи болушқа таллиди вә чақирди, шуниң үчүн силәр өз һаятиңларда буни испат­лашқа тиришиңлар. Мана шундақ қилсаңлар, һеч қачан ишәнч йоли­дин чәтнәп кәтмәйсиләр.


Бу худди Муқәддәс Язмиларда Худаниң Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк: «Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим, Әсли сөйгәнлирим һесапланмиғанларни сөйгәнлирим дәймән». Һошия пәйғәмбәр йәнә ейтқанки:


Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар.


Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур.


Мән бу хәтни һәммиңларға, йәни Худа меһир-муһәббәт көрсәткән вә У муқәддәс хәлқим, дәп чақирған силәр римлиқларға йезиватимән. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аман­лиқ ата қилғай!


Худа Атимиз Өзиниң алдин-ала орунлаштуруши бойичә силәрни таллиди, Муқәддәс Роһ силәрни пак қилди. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһкә бойсунуп, Униң қурванлиқ қени билән гуналириңлардин жуюлушуңлар үчүндур. Худа силәргә һәссиләп меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргән әҗриңларни вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite